07.05.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1412725
07.05.2020

 

һөррийәт гезити, «министир коҗа: <биз биринчи басқучни тамамлидуқ, иккинчи басқучниң исми "контрол қилинған иҗтимаий турмуш" деди» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни һәмбәһирләшти:

сәһийә министири фахрәттин коҗа түркийәниң ковид-19 ға қарши күрәштә биринчи басқучлуқ мәзгилни тамамлап иккинчи басқучлуқ мәзгилгә қәдәм қойғанлиқини тәкитлиди вә: «биз бу йеңи мәзгилгә исим қойушни мувапиқ  көрдүқ. бу исим "контрол қилинған иҗтимаий турмуш" болиду. бу мәзгилдә иҗра қилидиған 2 қаидә бар, биринчиси, сиртқа чиқсақ маска ишлитимиз, иккинчиси, иҗтимаий арилиқни тәңшәймиз» деди.

вәтән гезити, «чавушоғлу <128 дөләт түркийәгә мураҗиәт қилди> деди» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти:

дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 128 дөләтниң түркийәдин йардәм, експорт рухсити йаки сетивелиш шәклидә тиббий әслиһә тәләп қилғанлиқини, тәхминән йериминиң тәлипини қандурғанлиқини ейтти. чавушоғлу «дунйадики дөләтләрниң үчтин иккиси түркийәдин тиббий әслиһә тәләп қилди. бу түркийәниң ишәнч мәнбәси болғанлиқини көрситиду» деди.

сабаһ  гезити, «баш әлчиләр түркийәниң таҗ симан вирусқа қарши күришини мәдһийәлиди» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

әнқәрәдә турушлуқ  7 баш әлчи вухән вируси (ковид-19) апити мәзгили һәққидә чүшәндүрүш берип, түркийәниң йуқумға қарши күришини мәдһийәлиди. түркийәниң вирусниң алдини елишта авангарт дөләтләрниң бири болғанлиқини билдүргән баш әлчиләр сәһийә системисиниң мувәппәқийити  сайисида башқа дөләтләрдә йуқумлиниш нисбити ешиватқан болса, түркийәдә төвәнләшкә башлиғанлиқини тәкитләнди.

ситар гезити, «даңлиқ мәбләғ салғучи марк мобиус байанат елан қилип, <түркийә үчүн пурсәт> деди» сәрләвһилик хәвиридә, мунуларни йазди:

даңлиқ мәбләғ салғучи доктор марк мобиус вухән вируси (ковид-19)  кирзисидә түркийәниң дунйа содисидики орнини мустәһкәмлийәләйдиғанлиқини,  селинмидин тәминләшкичә, нефит баһасидин  пай базириғичә болған нурғунлиған саһәләрдә киризисниң түркийәгә есил пурсәт сунуватқанлиқини ейтти.

йеңи шәпәқ гезити, «түркийәни иптихарландурған мукапат» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

измир иқтисад университети теббий факултети оқутқучиси дениз җәйлан қан тәкшүрүш арқилиқ икки қутуплуқ қалаймиқанлишишни чүшинишкә алақидар хизмити билән хәлқаралиқ мукапатқа еришти. «йаш тәтқиқатчи мукапати» ға еришкән дениз җәйлан түркийәдә бу мукапатқа еришкән үчинчи киши болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر