21.04.2020

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1402367
21.04.2020

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (2020-йили 20-апрел) ечилған кабент йиғинидин кейин байанат елан қилип, түркийәниң вухән вируси (Kovid-19) ниң тарқилишиниң алдини елиш үчүн йолға қойған тәдбирләрниң дәсләпки мевилирини топлашқа башлиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң: «тәкшүрүш санини 40 миңниң үстигә чиқардуқ. җиддий қутқузушта йаки нәпәсләндүрүш үскүнисигә тайинип қалған бемарлиримиз билән вапат болған бемарлиримизниң сани охшаш сәвийәдә давамлишиватиду» дегәнлики қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗаниң йәрлик вә миллий нәпәсләндүрүш үскүнисиниң ишләпчиқирилип, ишлитишкә тәййар һаләткә кәлтүрүлгәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, фаһрәттин коҗаниң түнүгүн (20-апрел) истанбул башакшәһир шәһәр дохтурханисиниң ечилиши вә йәрлик нәпәсләндүрүш үскүнисини тапшуруш мурасимида, йәрлик вә миллий нәпәсләндүрүш үскүниси тоғрисида тохтилип: «һазир 100 данә. биз май ейидин башлап җәмий бәш миң данә ишләпчиқиришнни пиланлидуқ» дегәнлики қәйт қилинди.

«вәтән гезити», санаәт вә технологийә министири мустафа варанкниң түнүгүн истанбул башакшәһир шәһәр дохтурханисиниң ечилиши вә йәрлик нәпәсләндүрүш үскүнисини тапшуруш мурасимида сөз қилип, май ейиниң ахириғичә 5 миң данә нәпәсләндүрүш үскүнисиниң ишләпчиқирилидиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», американиң муһим ахбарат органлиридин бири болған блумбергда, ливийәдики һәрбий һәрикәтләр тоғрисида анализ елан қилинғанлиқини вә түркийәниң учқучисиз һава аппаратлириниң махталғанлиқини хәвәр қилди.

«стар гезити», түркийәниң аптомобил базиси-бурсаниң, бу йилниң чарикидә 1 милйард 977 милйон долларлиқ аптомобил експорт қилип, бу саһәдики башламчилиқини қолдин бәрмигәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, 311 милйон 213 миң долларлиқ сетиш билән, әң көп фирансийәгә аптомобил сетилғанлиқи, ундин қалса, германийәгә 275 милйон 926 миң долларлиқ аптомобил сетилғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر