19.02.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1362260
19.02.2020

түркийә авази радийоси:  «йеңи шәпәқ гезити», җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калинниң түнүгүн (18-феврал) елан қилған байанатида, сүрийә идлиб районида биринчи шәртниң сочи келишимигә қайтип келиш икәнликини билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, ибраһим калинниң идлибниң қоғдилиши вә пуқраларниң муһапизәт қилиниши үчүн, районға һәрбий қорал-йарағларни йөткәшниң давамлишидиғанлиқини ейтқанлиқи әскәртилди.

«стар гезити», ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң гиретсийә пирезиденти прокопис павлопулос (Prokopis Pavlopulos) ниң ғәрбий тракйани зийарәт қилғанда түркләргә қаритип ейтқан «мусулман йунан аз санлиқлар» дегән сөзигә наразилиқ билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, ташқи ишлар министири чавушоғлуниң, «демократийәниң бөшүки икәнлики ейтиливатқан бир дөләтниң пирезиденти йавропа кишилик һоқуқ мәһкимисиниң онларчә қарариға қаримай, у йәрдики аз санлиқ түркләрни, <мусулман йунан аз санлиқлар> дәпту. силәр немә десәңлар дәңлар, ғәрбий тракйадики аз санлиқ түркләр йүз йиллардин буйан түрк иди, түрк пети қалиду» дегәнлики қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәликниң түнүгүн (18-феврал) русийә пайтәхти москвада түркийә-русийә һәйәтлири оттурисида өткүзүлгән идлиб сөһбити тоғрисида елан қилған байанатида, бәшшар әсәд һакимийити сочи келишимидә бәлгиләнгән чегралириға қайтмиған тәқдирдә, буни әмәлгә ашуруш үчүн керәклик һәрбий тәййарлиқларниң қилинғанлиқини қарши тәрәпкә наһайити очуқ вә ениқ йәткүзүлгәнликини билдүргәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», 4-қетимлиқ мәмликәтлик антарактика билим сәпирини әмәлгә ашурған түркийә һәйитиниң 15 миң километирлиқ йолни басқандин кейин, антарактика қитәсигә йетип барғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, санаәт вә технологийә министири мустафа варанкниң бу һәқтә йазма байанат елан қилип, түркийә билим һәйитиниң антарактика қитәсидә бир ай тәтқиқат хизмәтлири билән шуғуллинидиғанлиқини билдүргәнлики қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң әтә (20феврал) сәлчуқийлар, османли вә чағдаш бинакарлиқ услубиға игә йәттә күн 24 саәт хизмәт беридиған җумһур рәислик сарийи «милләт кутупханиси» ниң ечилиш мурасимини өткүзидиғанлиқини елан қилди.

хәвәрдә, қурулуши 2016-йили башланған 125 миң кивадрат метирлиқ кутупханиниң бирла вақитта 5 миң кишигә хизмәт берәләйдиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر