14.02.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1359379
14.02.2020

түркийә авази радийоси: «<стар> гезити», «җумһур рәис әрдоған шималий македонийәдә <әң йахши көрүлидиған дунйа лидери> болди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң шималий македонийәдә елип берилған бир әлрайини синаш нәтиҗисигә асасән, «әң йахши көрүлидиған дунйа лидери» тизимликиниң биринчи ретидин орун алғанлиқи, аваз қатнаштурғучиларниң %60 иниң җумһур рәис әрдоған тоғрисида иҗабий қараш байан қилғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

«<йеңи шәпәқ> гезити», «ақар: запас қисимларни әвәтиватимиз, саһәни контрол қилимиз (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, (түркийә җумһурийити) дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң, шималий атлантик әһди тәшкилати – нато йиғиниға иштирак қилиши үчүн барған белгийәниң пайтәхти бирйусселда сүрийәниң идлиб районидики һуҗумлар тоғрисида тохтилип, «(идлиб) уруш тохтитишни капаләткә игә қилиш вә уни даимийлиққа игә қилиш үчүн запас қисимларни әвәтиватимиз, саһәни контрол қилимиз. идлибта ашқунларни өз ичигә алған уруш тохтитиш келишимигә риайә қилмиғанларға қарита күч ишлитиду, һәртүрлүк чарә – тәдбирләр йолға қойулиду» дегәнликини йазди.

«<сабаһ> гезити», «21 айниң рекортини йаратти» сәрләвһилик хәвиридә, санаәт вә технологийә ишлири министири мустафа варанкниң, декабир ейида санаәт ишләпчиқиришиниң йиллиқ %8.6 ашқанлиқини әскәртип, «21 айниң рекортини йаратти! бу һаләтни изчиллиққа игә қилишқа, ишләпчиқириш мәркәзлик (иқтисадий) гүллинишкә мәркәзләштуқ. гүллиниш сүрити ашқан, ишләпчиқириш саһәси күчәйгән, ишқа орунлаштуруш нисбити өрлигән бир йил үчүн күч чиқириватимиз» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«<вәтән> гезити», «истанбул айродурумида бовақ һарвиси һәқсиз» сәрләвһилик хәвиридә, истанбул айродуруминиң дөләт ичи – сирти келип – кетиш бекәтлиридә, бовақ һарвилирида 0 – 6 йаш арисида пәрзәнтлири бар аилиләрниң һәқсиз ишлитишигә сунулғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

«<һөррийәт> гезити», «қанунсиз йоллар билән чиқирилған 2 йадикарлиқ түркийәгә кәлтүрүлиду» сәрләвһилик хәвиридә, мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлиқиниң қанунсиз йоллар билән чегра сиртиға чиқирилған испартаға мәнсуп сидамара типидики қәбрә теши билән миладидин бурунқи 2 – 3 миңинчи йилларға мәнсуп һарва модели йадикарлиқиниң 15 – февралда әнглийәдин түркийәгә кәлтүрүлидиғанлиқиниң елан қилинғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر