29.01.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1349289
29.01.2020

түркийә авази радийоси: «һөрриййәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (28-йанвар) сенегал пирезиденти макй сал (Macky Sall) билән ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң: «идлибта чегралиримизға қарап көчүш көрүлүватиду. тәдбирлиримизни еливатимиз. һафтәр маашлиқ әскәр. һафтәрниң хәлқаралиқ җәмийәтләрдә рәсмий кимлики вә кишилики йоқ. у қәззафиға сатқинлиқ қилған иди» дегәнлики билдүрүлди.

«стар гезити», түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң сүрийәдики бәшшар әсәд һакимийитиниң идлибта һуҗумини давамлаштуруватқанлиқини әскәртип: «райондики көзитиш вә контрол нуқтилиримизниң бихәтәрликини хәтәргә иттиридиған һәрикәтләргә қануний мудапиә даирисидә җаваб берилиду» дәп байанат елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә ички ишлар министирлиқиниң фирансийә пуқраси болған төт террористни дөлитигә қайтурғанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», түркийә һава йоллири ширкитиниң вухән шәһиридә оттуриға чиққан вә дунйаға тарқиливатқан корона вируси (йеңи типлиқ таҗисиман өпкә йаллуғи вируси) сәвәбидин байанат елан қилип, хитай сәпиридә айропилан хадимлириниң маска тақиса вә пәләй кийсә болидиғанлиқини уқтурғанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», дунйада марка болуп тонулуватқан түркийә су мәһсулатлири саһәсиниң, «қара деңиз сомуни» дәп аталған белиқ мәһсулатлири биләнму охшаш мувәппәқийәтни қолға кәлтүрүшни нишан қилғанлиқини елан қилди.

хәвәрдә, 2019-йили дунйа базарлирида «түрк сомуни» дәп аталған белиқ мәһсулатлири експортиниң 2018-йилиға селиштурулғанда %7 ешип 29 милйон долларға йәткәнлики؛ буниң ичидә 16 милйон долларлиқ експортниң русийәгә, 8 милйон долларлиқ мәһсулатниң вийетнамға, 3.5 милйон долларлиқ мәһсулатниң йапонийәгә експорт қилинғанлиқи қәйт қилинди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر