15.01.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1341069
15.01.2020

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», ливийәдә һәрбий өзгириш қозғиған һафтәрниң пикир бирлики һасил қилинған лайиһә текстини имзалимастин москвадин айрилишиниң, түркийәниң наразилиқини қозғиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң хәлқарада қанунлуқ салаһийәткә игә болған файиз әссараҗ һөкүмитиниң вәдисидә турғанлиқини, бирақ һафтәрниң келишимдин чекингәнликини ейтқанлиқи билдүрүлди.

рәҗәп таййип әрдоғанниң: «дөләтниң қанунлуқ һөкүмитигә вә ливийәдики қериндашлиримизға һуҗум қилишни давамлаштурған әһвалда, һафтәргә өзи халиған дәрсни бериштин һәргизму чекинмәймиз» дейиш арқилиқ түркийәниң мәйданини елан қилғанлиқи қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң бәшшар әсәд һакимийитиниң сүрийә идлибтики пуқраларни қирғин қилғанлиқиға, дунйаниң җимҗит қарап туруватқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бәшшар әсәд күчлириниң қолида төмүрниң сунуқиму йоқ хәлқни варил бомбилири билән бомбардиман қиливатқанлиқиға наразилиқ билдүрүп: «төт йашлиқ бала террорист боламду?» дегәнлики қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», түрк һава йоллириниң әрзан баһалиқ һава йоли маркиси болған анадолужет(Anadolujet) ниң 2020-йили 29-марттин тартип истанбул сәбиһа гөкчән айродурумидин башлайдиған 28 айропилан сәпири билән, дунйаға ечилидиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, анадолужетниң сәбиһа гөкчән айродурумидин, шималий қибрис түрк җумһурийити, күвәйт, дубәй, бағдад, бәһрәйн, баку, җиддә, әрбил, рийад, теһран, тел авив, тиблис, дамман, абу заби, мәдинә, амстердам, барселона, берлин, бирйуссел, дүсселдорф, франкфурт, лондон, милано, мийунхен, стутгарт, париж, рим вә вийенна қатарлиқ шәһәрләргә айропилан сәпири башлайдиғанлиқи билдүрүлди.

«һөррийәт гезити», хәзинә вә малийә министири бәрат албайракниң твиттерда иқтисадий тәрәққийатлар тоғрисида байанат елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бәрат албайракниң санаәт ишләпчиқиришиниң үмид қилинған сүрәткә қарап қәдәмму қәдәм илгирилигәнликини вә 2020-йилида рәқәмләрниң техиму йуқири өрләйдиғанлиқини әскәртип: «қошумчә қиммити йуқири, ишқа орунлаштуруш вә експортқа тайанған ишләпчиқиришқа алдин әһмийәт беримиз» дегәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر