25.12.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1329228
25.12.2019

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң әнглийә баш вәзири борис җонсон билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийә җумһур рәислик сарийиниң йазма байанат елан қилип, көрүшүштә ливийә билән сүрийә мәсилилирини асас қилған һалда районлуқ мәсилиләр вә икки дөләт мунасивәтлириниң музакирә қилинғанлиқини билдүргәнлики қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акарниң түнүгүн (24-декабир) тинчлиқ булиқи һәрикити тоғрисида тохтилип, һәрикәт елип берилған районниң ғәрби вә шәрқидә һазирму террористларниң барлиқини؛ буларниң райондики түркийә әскәрлири тәрипидин кечә-күндүз назарәт қилиниватқанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, һулуси акарниң түркийәниң күришини һәм үстәлдә һәм җәң мәйданида изчил давамлаштуридиғанлиқини тәкитлигәнлики билдүрүлди.

«сабаһ гезити», җумһур рәислик ички кабентиниң түнүгүн (24-декабир) 2019-йилидики әң ахирқи йиғинни ачқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калинниң йиғиндин кейин, түркийәниң сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийитиниң пуқраларға һуҗум қилшни балдуррақ тохтитилиши керәкликини тәкитлигәнлики؛ уруш тохтитиш әмәлгә ашмиғанда идлиб келишимигә хилаплиқ қилиш болидиғанлиқи тоғрисида агаһландурғанлиқини ейтқанлиқи қәйт қилинди.

«стар гезити», түркийәниң бу йил (2019) чечәкчиликтә 83 дөләткә 110 милйон долларлиқ експорт қилғанлиқини, келәр йиллиқ нишанниң 125 милйон доллар қилип бекитилгәнликини елан қилди.

хәвәрдә, бу йил әң көп голандийәгә чечәк експорт қилинғанлиқи, әң көп каранфил гүлиниң експорт қилинғанлиқи қәйт қилинди.

«вәтән гезити», делойиттениң йәттә йилдин буйан елип бериватқан дунйа мобил ишләткүчиси тәтқиқатиниң 2019-йиллиқ нәтиҗисини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, делойитте түркийә технологийәси, медйа вә телеком санаити башлиқи мәтин асланташниң: «тәтқиқатларда көрситилишичә, түркийә иҗтимаий таратқу ишлитиштә алдинқи рәттә туриду. твиттер билән нстеграм ишлитиштә түркийә биринчи орунда» дегәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر