21.10.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1291643
21.10.2019

түркийә авази радийоси: «<хабәртүрк> гезити», «әрдоған: дөләт хәвпсизлики мәсилисидә өз қарарини өзи чиқиридиған дөләтмиз (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, түркийәниң миллий хәвпсизлик мәсилисидә өз қарарини өзи чиқиридиған дөләт икәнликини тәкитләп, бу җәһәттә һечкимниң иҗазитигә еһтийаҗлириниң йоқлуқини ейтқанлиқини йазди.

гезитиниң хәвиридә көрситилишичә, сүрийәниң шималида пәқәт 9 күн ичидила 765 террорчини бир тәрәп қилип, 1500 кивадрат километирлиқ җайни қутқузғанлиқлирини әскәрткән әрдоған, «120 саәтлик мөһләт ахирлашқан һаман, вәдиләр орундалмиса һәрикәтни тохтитилған йәрдин башлап давамлаштуримиз. америкалиқ иттипақдашлиримиздин күтидиғинимиз, бу қетим түркийәгә бәргән вәдилиридә турушлиридур» дегән.

«<вәтән> гезити», «террорлуқ тәшкилатиниң иккинчи химийәлик қорал ойуни сәһнидә» сәрләвһилик хәвиридә, сүрийәниң шималида елип берилған тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити нәтиҗисидә еғир зәрбигә учриған вә америка қошма иштатлириниң арилишиши билән 120 саәтлик мөһләт билән чекинишкә башлиған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ниң химийәлик қорал ишлитип пуқраларни қәтли қилип, (гунаһни) түркийәгә артип қойушни нишан қилғанлиқиниң ениқланғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.

гезитниң хәвиридә,  миллий истихбарат тәшкилати хадимлириниң, террорлуқ тәшкилатиниң қолидики химийәлик қоралларни елип ирақтин йолға чиққан 6 йүк аптомобилиниң сәмәлка районини бесип өтүп сүрийәниң қамишли райониға киргәнликини ениқлиғанлиқи қәйт қилинди.

«<йеңи шәпәқ> гезити», «хулуси ақар: қораллиримизниң ичидә бир гирамму химийәлик қорал йоқ (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, дөләт мудапиә министири хулуси ақарниң, йалған вә пәскәшләрчә хәвәрләр арқилиқ химийәлик қорал ишлитилгәнликиниң илгири сүрүлгәнликини әскәртип, түркийә армийәсидә химийәлик қорал, химийәлик етиш васитиси вә химийәлик оқ – дора  йоқлуқини қәйт қилғанлиқини йазди.

гезитиниң хәвиридә көрситилишичә, й п г / п к к әзалириниң йалған хәвәрләрни тарқатқанлиқини тәкитлигән ақар, «бу пәскәшләргә қарши пәқәт (әмәлий күрәш) саһәсидила әмәс, учур урушлири даирисидики күришимизму күчлүк шәкилдә давамлишиватиду» дегән.

«<стар> гезити», «түркийә йавроасийаниң учур мәркизи болиду» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң алдимиздики күнләрдә «Data Center Expo Eurasia» йәрмәнкисигә саһибханлиқ қилидиғанлиқини, 35 дөләттин 250 әтрапида маркиниң истанбулда тунҗи қетим өткүзүлидиған бу йәрмәнкидә әң йеңи технологийәлирини көргәзмә қилидиғанлиқини йазди.

гезитиниң хәвиридә көрситилишичә, 2019 йили 11- айниң 28 – күнидин 12 – айниң 1 – күнигичә истанбул йәрмәнкә мәркизидә ечилидиған йәрмәнкә, түркийәни районлуқ бир күч сүпитидә намайан қилиш нуқтисидин муһим бир учришиш болиду, дәп қарилидикән.

«<һөррийәт> гезити», «истанбул дунйаниң әң гүзәл шәһәрлириниң қатарида» сәрләвһилик хәвиридә, сайаһәт тори – флайт нетворкниң, миңдин артуқ сайаһәт йазғучиси вә сайаһәт ширкити билән әлрайини синаш елип берип, дунйаниң әң гүзәл 50 шәһириниң тизимликини елан қилғанлиқини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, тизимликтә түркийәдин истанбул шәһири 17 – қатардин орун алған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر