13.09.2017

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1268744
13.09.2017

түркийә авази радийоси: ситар гезити, «түркийәниң мәртликини мәдһийәләймиз» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:

голландийәниң истанбулда турушлуқ баш консоли барт ван болһус түркийәниң панаһланғучиларға көрсәткән мәртликини мәдһийәләйдиғанлиқини билдүрди. панаһланғучиларниң кәлгүси вә уларни қоғдаш үчүн түркийәниң қолидин қилишичә хизмәт қиливатқанлиқини билдүрүп, «түркийә билән голландийәни селиштуридиған болсақ, биз толиму аз панаһланғучиларға саһибханлиқ қиливатимиз» деди. 

сабаһ гезити, «мәркәз банкисиниң ташқи пиривут записи йуқири өрлиди» сәрләвһилик хәвирилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти:

түркийә җумһурийәт мәркәз банкиси ташқи пиривут омумий записини алдинқи һәптә 347 милйон доллар ашуруп, 101 милйард 852 милйон долларға йәткүзди. 6синтәбирдә мәркәз банкисиниң ташқи пиривут записи 489 милйон доллар ешип, 76 милйард 285 милйон долларға чиқти. 29 - авғусттики ташқи пиривут записи 75 милйард 796 милйон доллар иди. бу мәзгилдә йәнә алтун записи 25 милйард 567 милйон долларға чиқти. шундақ қилип, мәркәз банкисиниң омумий записи бир һәптә илгирикигә селиштурғанда, 347 милйон доллар ешип, 101 милйард 505 милйон доллардин 101 милйард 852 милйон долларға өрлигән болди.

һөррийәт гезити, «хоңкоңниң чоң йәрмәнкә ширкити түркийә карханилири үчүн кәлди» сәрләвһилик хәвиридә муну учуларни ортақлашти:

йирақ шәрқниң әң чоң йәрмәнкә ширкәтлиридин «Mega Show» ниң башлиқлири түркийә өй җабдуқлири вә ашхана әслиһәлири ишләпчиқарғучилири билән учришиш үчүн түркийәгә йетип кәлди. 20өктәбирдин 23өктәбиргичә өткүзүлидиған өй вә ашхана әслиһәлири йәрмәнкиси үчүн түркийәдә бу саһәниң алдинқи қатардики каханичилири билән учришиш өткүзгәнликини билдүргән «Mega Show» ниң башлиқлири түркийәдин хоңкоңдики йәрмәнкигә қатнишидиған каханиларниң сани йилсири ешиватқанлиқини билдүрди. 

хәбәр түрк гезити «түркийәдики музийлар маркилишидиған болди» сәрләвһилик хәвиридә, мунуларни қәйт қилди:

күлтүр вә сайаһәт ишлири министирлиқи музийларни маркилаштуруш мәқситидә йеңи бир хизмәт башлиди. министирликкә қарашлиқ барлиқ музий вә сайаһәт мәркәзлириниң иҗтимаий таратқу һесаблири вә тор бәтлири бир мәркәзгә топланди. бу сайида, зийарәтчиләр, өзлири сайаһәт қилған музийлар һәққидә пикир - тәклиплирини охшаш бирла бәттин бивастә министирлиққа йәткүзәләйдиған болиду.

вәтән гезити, «түркийәниң 34 университети дунйаниң әң йахши университетлири қатаридин орун алди» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлирниң диққитигә сунди:

мәркизи ишханиси лондонда турушлуқ алий маарип дәриҗәнләндүрүш оргини «Times Higher Education» 92 дөләтниң 1300 дин көпрәк алий маарип органлириниң сүпәт - сапасини рәткә тезип чиқти. бу йил түркийәдин җәмий 34 университет тизимликтин орун алди. бу йил түркийәниң 11 университитиниң йеңидин тизимликкә кириши билән түркйәниң тизимликтә орун елиш нисбити %50 ашқан болди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر