23.07.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1240600
23.07.2019

түркийә авази радийоси:  «вәтән гезити», американиң сүрийә алаһидә вәкили җеймес җефрей (James Jeffrey) һәмраһлиқидики һәйәтниң, пайтәхт әнқәрәдә түркийә муавин ташқи ишлар министири сәдат өнал башчилиқидики һәйәт билән көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу көрүшүш тоғрисида байанат елан қилип, «йиғинда сийасий мусапә, идлибтики бихәтәр район вә асасий қанун комитети қуруш қатарлиқ мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқи» ни билдүргәнлики қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң, түркийә «S-400» һава мудапиә системиси сетивалғанлиқи сәвәбидин америка елан қилған «F-35» тоғрисидики байанаттин кейин, қандақ сийасәт йүргүзүлидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң: «S-400 ләр үчүн издинип, әң ахири русийә билән келишим түздуқ. түркийә өзи йасиғичә, еһтийаҗлирини башқа мәнбәләрдин қандуриду. бу әқәллий һәққидур» дегәнлики билдүрүлди.

«йеңи шәпәқ гезити», русийә дөләт мудапиә санаити ширкити росте (Rosteh) ниң башлиқи сергей чемезовниң, « S-400 һава мудапиә қалқан системилириниң бәлгилик запчаслирини иҗазәтнамә берилгән шәкилдә түркийәдә йасашқа мунасивәтлик учришишлар давамлишиватиду. рәқиплиримизниң мунасивәтлиримизгә қилған тосқунлуқлиридин мувәппәқийәтлик һалда өтүп кетимиз.  түркийә билән авийатсийә, тик учар йасаш вә енергийә саһәлиридә өзара һәмкарлиқларни кеңәйтишкә тәййармиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», түркийә дости болған шиветсийәниң сабиқ баш министири карл билдт (Carl Bildt) ниң файниншел (Financial Times) гезитидә түркийә һәққидә мақалә елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

карл билдт мақалисидә, йавропа иттипақиниң түркийә билән мунасивәтлирини бузушни өз ичигә алған бир қатар һәрикәтлири билән нишанидин езип кәткәнликини әскәртти.

у мақалисидә йәнә, йавропаниң өзини қайтидин тәртипкә селиши керәкликини билдүрүп: «мусапирлар киризисида түркийә билән болған мунасивәтләр тәтүр болди. йавропа иттипақи чоң күчләр риқабәтлишиватқан бу йеңи дәврдә муһимлиқини ашурушқа болушқа мәҗбур.  болмиса сиртта қалиду вә техиму йаман болиду» деди.

«һөррийәт гезити», түркийәниң ливийә пайтәхти тириполидики әлчиханиси әлчиханиниң йөткәлгәнлики һәққидики хәвәрләрни рәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

әлчиханиниң фәйсбук бетидә бу һәқтә елан қилинған байанатта, иҗтимаий таратқулардики бәзи әрәбчә хәвәрләрдә, әлчиханиниң йөткәлгәнлики тоғрисида асассиз вә қәстәнлик билән учурларниң тарқитилғанлиқи вә әлчиханиниң тириполидики паалийәтлирини давамлаштуруватқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر