19.07.2019

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1238739
19.07.2019

вәтән гезити, «түркийә амалсиз қалмиғучә чәт әлләрдә йасалған үскүниләрни алмайду» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:

дөләт мудапиә санаити идариси башлиқи исмаил дәмир, «F-35» уруш айропилани мәсилисидә көрүлгән әһваллар үстидә тохтилип, түркийәниң түзгән келишим вә қойған имзаниң арқисида мәһкәм туридиғанлиқини ейтти. исмаил дәмир түркийә әмдиликтә интайин мәҗбур қалмиған әһвалда сирттин һеч нәрсә алмайду. өзиниң миллий вә йәрлик санаитини қоллап - қуввәтләйду» деди.

ситар гезити, «песков <түрк устилар интайин ләззәтлик қатлима пишуриду> деди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларға орун аҗратти:

русийә пирезидентлиқ сарийи байанатчиси димитирий песков «S-400» башқурулидиған бомба һава мудапиә системилирини йоллиғандин кейин, дунйа бойичә әң узун қатлима йасиған бурсалиқ қатлима устиси һәсән аҗарниң русийә пирезиденти виладимир путин үчүн пишурған қатлимисини йоллайдиғанлиқини аңлап, толиму мәмнун болғанлиқини ейтти.  димитирий песков «түрк устилар интайин ләззәтлик қатлима пишуриду» деди, бирақ қатлима йоллайдиған вақитқа даир бир нәрсә билмәйдиғанлиқини тәкитлиди.

сабаһ гезити, «дунйа бойичә әң чоң қойаш енергийә истансисиға игә су тазилаш мәркизи лайиһәси тамамланди» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни ортақлашти:

йаловада түркийәниң тунҗи вә дунйа бойичә әң чоң қойаш енергийә истансисиға игә су тазилаш мәркизи лайиһәси тамамланди. җәмий 3360 қойаш енргийә тахтиси болған су тазилаш истансиси өзиниң електир еһтийаҗиниму өзи қамдайду.

һөррийәт гезити, «миллий учқучисиз айропилан Bayraktar TB2 кувәйт чөллиридә, рекорт йаратти» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

 миллий учқучисиз айропилан Bayraktar TB2 кувәйт чөллиридә қатнашқан учушта өзигә тәвә болған әң узун учуш рекортини бузуп ташлиди. миллий учқучисиз айропилан Bayraktar TB2 кувәйттә қаттиқ иссиқ вә қум бориниға охшаш мурәккәп муһитта сақ 27 саәт 3 минутқичә үзлүксиз учуп, муһим утуқни қолға кәлтүрди.

йеңи шәпәқ гезити, «йадро берикмә реакторини лайиһиләп чиққан йаш түрк физика мутәхәссиси чернобелдә» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

өзи лайиһәләп чиққан йадро берикмә реакторини ғәлибилик ишқа кириштүргән 18 йашлиқ атәш фәттаһоғлу әнқәрә университети тәрипидин өткүзүлгән паалийәт даирисидә, 24 нәпәр пән - тәтқиқат алимлири билән бирликтә түркийәниң әң йаш атом физика мутәхәссиси болуш сүпити билән җернобилни зийарәт қилди. у лайиһәләп чиққан реактор мутәхәссисләрниң тәстиқидин өтти. атәш фәттаһоғлу украина телевизийә қаналлириниңму алаһидә қизиқишини қозғиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر