09.07.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1232559
09.07.2019

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң боснийә-гертсеговина зийаритидин бурун истанбулда «S-400 » ләр һәққидә тохтилип: «һазир әвәтиш тәййарлиқлири қилиниватиду, орнитиш ишлириму давам қиливатиду. қәйәргә орнитиш ишлириға, дөләт мудапиә министирлиқимиз билән армийә қоманданлиқ иштабимиз мәсул. дөлитимиз үчүн, дунйа үчүн хәйрилик болсун» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 15-ийул демократийә вә миллий бирлик күни даирисидә, җумһур рәислик учур-алақә идариси тәрипидин уйуштурулидиған паалийәтләрдә ишлитиш үчүн тәййарланған 15-ийул логосини, твиттерда өзиниң рәсиминиң орниға чиқарғанлиқини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», айдин вилайитиниң боздоған наһийәсидики арапапишти җилғисиниң йәрлик вә чәт әллик сайаһәтчиләрниң йахши көридиған маканиға айланғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, айдин, денезли вә муғла вилайәтлириниң арисиға җайлашқан арапапишти җилғисиниң, «дунйаниң 8-мөҗизәси» дейилидиғанлиқи؛ 2017-йили апрелда сайаһәтчиликкә ечиветилгән вә қолвақта сайаһәт қилиш башланған кәмәр су амбириға җайлашқан җилғини, һәр күни оттуричә һесаб билән 2 миңдин артуқ кишиниң зийарәт қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

«вәтән гезити», түркийә һава йоллири ширкитиниң сепигә йеңидин қошулған «787-9  бойин» типлиқ «мачка» исимлик айропиланиниң, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрипидин 16 йешида шеһит қилинған әрән булбулни хатириләш үчүн истанбул-трабзон линйәсидә тунҗи сәпирини қилғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر