05.07.2017

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1230705
05.07.2017

сабаһ гезити, «б д т бундақ сәтчиликкә имза қойалмайду» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң террорлуқ тәшкилати й п г/п к к билән қол астидики өсмүр қораллиқларни қойуп бериш баһаниси астида учришиш өткүзүп, келишим имзалишини қәтий қобул қилғили болмайдиғанлиқини билдүрүп: «б д т ниң бир террорлуқ тәшклатини бу шәкилдә етибарға елиши, музакирә үстилидә олтуруши вә худдий рәсмий қанунлуқ салаһийәт бериватқандәк келишим имзалиши, әң йеник ипадә билән бир сәтчиликтур.  б д т бундақ сәтчиликкә имза қойалмайду» деди.

ситар гезити, «түркийә б д т ниң җәнвә ишханисиға вә шивейитсарийә даирилириға наразилиқ нотаси тапшурди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларға орун аҗратти:

түркийә террорлуқ тәшкилати п к к/ й п г/ п й д ниң контироллуқи астидики аталмиш с й г тәшкилатиниң қомандани п к к ға әза террорчи билән һәрикәт пилани келишими имзалиған б д т ниң җәнвә ишханисиға шундақла террорчиларниң дөлитигә киришигә рухсәт қилған шивейитсарийә даирилириға наразилиқ нотаси тапшурди.

йеңи шәпәқ гезити, «түркийә йашаш вә хизмәт қилиш җәһәттин әң йахши 7 - дөләт болди» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни ортақлашти:

«HSBC» гуруһиниң «Expat Explorer» намлиқ рай синас җәдвелидә, түркийә йашаш вә хизмәт қилиш җәһәттин дунйа бойичә әң йахши 7 - дөләт болуп сайланди. түркийә германийә вә әрәб бирләшмә хәлипиликиниму арқида қалдуруп қойди. түркийәдики чәт әллик хизмәтчиләрниң %62 и түркийәниң турмуш сәвийәсиниң өз дөләтлиригә селиштурғанда йуқири өрлигәнликини билдүрди. %60 и болса, өз дөләтлиригә селиштурғанда, түркийәдики сода санаәт, хизмәт вә хусусий турмуш тәңпуңлуқиниң техиму йахши икәнликини билдүрди. 

хәбәр түрк гезити, «дунйа түркийәниң геләмлирини таллиди» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийәдин йилниң дәсләпки 6 ейида 177 дөләткә 1 милйард 176 милйон долларлиқ геләм експорт қилинди. икеспорт қилинған дөләтләр арисида 282 милйон долларлиқ геләм сетивелиш билән америка биринчи, 210 милйон долларлиқ геләм сетивелиш билән сәуди әрәбистан иккинчи, 57 милйон долларлиқ геләм сетивелиш билән германийә үчинчи вә 45 милйон долларлиқ геләм стивелиш билән ирақ 4болди. улардин қалсила рәт бойичә әнглийә, ливийә, мисир, бирләшмә әрәб хәлипилики, иран, кувәйт, исраилийә вә белгийә қатарлиқ дөләтләр түркийәниң әң йахши геләм базири болди.

вәтән гезити, «памуккаләдә рекорт йаритилди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:

денизлиниң аләмшумул шөһрәткә игә сайаһәт мәркизи памуккалә йилниң дәсләпки 6 ейида 1 милйон сайаһәтчини күтүвелиш билән рекорт йаратти. алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда, сайаһәтчиләрниң санида %23 лик ешиш көрүлди. йилниң ахириға қәдәр памуккаләгә 2 милйон 800 миң сайаһәтчиниң келиши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر