28.05.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1209407
28.05.2019

түркийә авази радийоси: «стар гезити», русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгуниң «S-400» һава қалқан системисиниң дәсләпки парчилириниң ийун ейида түркийәдә болидиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, сергей шойгуниң түркийә билән бирликтә «S-500» йасайдиғанлиқлирини билдүрүп: «бир данә S-500 батарийәси түркийәниң пүткүл һава тәвәликини ташқи һуҗумлардин қоғдашқа йетиду» дегәнлики қәйт қилинди.

«вәтән гезити», деңизда икки вә үч өлчәм сәвийәсидә тәкшүрүш иқтидариға игә тунҗи йәрлик парахот һесаблинидиған оруч рәис парахотиниң, мармара деңизиниң тегини ғеричму ғерич тәкшүрүватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, дунйада алдинқи қатарда һесаблинидиған оруч рәис парахотиниң, шәрқий ақдеңиздики һидро карбон тәкшүрүш хизмәтлиридиму түркийәниң биликини күчләндүридиғанлиқи әскәртилди.

«хәбәр түрк гезити», җумһур рәислик сарийи пул-муамилә ишханисиниң башлиқи пирофессор доктор гөксәл ашанниң истанбулни пул-муамилә мәркизигә айландурушни халайдиғанлиқлирини билдүрүп: «истанбул пул-муамилә мәркизини 2022-йилиниң башлирида хизмәткә кириштүрүшни пилан қиливатимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, гөксәл ашанниң, дунйада пул-муамилә мәркизи болушқа лайиқ бир қанчә шәһәр бар дейилсә, униң бирсиниң истанбул икәнликини ейтқанлиқи вә бу шәһәрни тезликтә пул-муамилә мәркизигә айландуридиғанлиқлирини һәмдә 2022-йили мәркәзни ечишни пилан қилғанлиқлирини әскәрткәнлики билдүрүлди.

«сабаһ гезити», анталйа валийси мүнир караоғлуниң май ейда сайаһәтчилик рекортиниң бузуп ташланғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, валий мүнир караоғлу твиттерда: «2019-йили 25-май 76 миң 568 сайаһәтчи айропилан билән анталйаға кәлди. бу барлиқ йилларниң май ейидики күнлүк рекорти» дегән учурни һәмбәһирлигәнлики қәйт қилинди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, 2019-йили 25-май (шәнбә) анталйаға ташқи учуш линйәсидин җәмий 363 айропилан қонған.

«һөррийәт гезити», мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт нуриәрсойниң бу йилдин (2019) башлап түркийәни деңиз, қум вә аптаптин башқа, гастрономи, тарихи вә мәдәнийәт қурулмисиниму тәкитлигән һалда тонитидиғанлиқлирини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

министир мәһмәт нуриәрсой: «гастрономи бундин кейинки тәшвиқатлиримизда алдинқи орунда туридиған нуқтилиримиздин бирси болиду. бу җәһәттә муһим хизмәтләрни ишләймиз. мәқситимиз 2023-йилиға кәлгәндә түркийәни 70 милйард долларлиқ сайаһәтчилик киримигә игә қилиш» дегән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر