24.05.2017

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1207450
24.05.2017

 

 

түркийә авази радийоси: сабаһ гезити, «1 милйон 200 миң университет оқуғучисиға йазлиқ хизмәт имканийити йаритип берилиду» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни қәйт қилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған елан қилған иҗтимаий хизмәт пирограммиси билән истанбулда 51 университетта оқуватқан 1 милйон 252 миң оқуғучиға хизмәт имканийти йаритип берилиду. 3 айлиқ тәтил бойичә иҗтимаий хизмәтләрдә ишлигән йашлар 2500 лира мааш билән туҗи қетим суғурталиқ болған болиду. йашлар өзлири түрүшлуқ шәһәрләрдә, йашанғанларға қараш, иҗтимаий хизмәтләр, оқутқучилиқ, тәнтәрбийә қатарлиқ саһәләрдә ишләйду. истанбул шәһәрлик һөкүмитиму бинакарлиқ, сайаһәт, иҗтимаий лайиһәләр вә күлтүр хизмәтлири саһәсидә 50 миң оқуғучиға вақитлиқ иш имканийити йаритип бериду.

ситар гезити, «санаәтчиләргә 30 милйард лиралиқ йардәм» сәрләвһлик хәвиридә мунуларға орун аҗратти:

хәзинә вә малийә ишлири министири бәрат албайрақ, малийәни илгирилитиш пиланини елан қилди. министир бәрат албайрақ демәкчи болғанлириниң дүшмәнләрни қаттиқ азабландуридиғанлиқини тәкитләп, «ийун ейидин башлап түркийәниң қизил рәқәмгә хатимә беришни башлайдиғанлиқини мөлчәрлимәктимиз» деди. малийәни илгирилитиш пилани даирисидә бу йилниң ахириғичә санаәтчиләрни 30 милйард лиралиқ малийә йардими билән тәминләйдиғанлиқини елан қилди.

хәбәр түрк гезити, «<Skoda> уйушмиси <Volkswagen> завутиниң түркийәдә йаки болғарийәдә қурулуши мумкинликини ейтти» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни оқурмәнлирниң диққитигә сунди:

<Skoda> уйушмиси тәрипидин елан қилинған байанатта, <Volkswagen> завутиниң түркийәдә йаки болғарийәдә қурулуши мумкинлики билдүрүлди. булғарийәниң муқим сийасий вәзийити вә йавропа иттипақиға әза дөләт икәнлики әвзәл дәп қаралса, түркийәниң аптомобил саһәсидики әң йахши ул әслигә вә муәссисәләргә игә икәнликиниң карханичиларниң диққитини тартиватқанлиқи уқтурулди.

йеңи шәпәқ гезити, «сүмәланиң дәрвазилири қайтидин ечилидиған болди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни қәйт қилди:

трабзондики сүмәла монастириниң ремунт хизмәтлириниң сүрити тезлаштурулди. сүмәла монастири аридин 4 йил өткәндин кейин қайтидин зийарәтчиләрни қобул қилишни башлайду. зийарәтчиләр монастир ичидики биринчи һойлисиғичә болған дәсләпки қисмини 25 - май шәнбә күнидин етибарән зийарәт қилалайду. сүмәла монастирида давамлишиватқан ремунт хизмәтлирини тамамланғандин кейин мунастирни б д т маарип, илим пән вә мәдәнийәт тәшкилати «UNESCO» ниң дунйа мәдәнийәт мираси тизимликигә киргүзүш хизмәтлири башлиниду.

радийо аңлиғучи әзиз қериндашлар! йуқирида түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизни аңлидиңлар!



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر