29.04.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1191748
29.04.2019

түркийә авази радийоси: «<йеңи шәпәқ> гезити», «сайаһәтчиликтин 35 милйард доллардин артуқ ташқи перевот кирими күтүлмәктә» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә сайаһәт агентлиқлири бирлики башлиқи фируз бағлиқайаниң «көзләнгән 50 милйон сайаһәтчи саниға иншааллаһ йетимиз. бу саһәдин 35 милйард доллардин артуқ ташқи перевот кирими күтүлмәктә» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

гезитниң хәвиридә, бағлиқайаниң, сайаһәтчилик саһәсиниң 2018 – йилини рекорт йаритиш билән ахирлаштурғанлиқини, 2019 – йилини охшаш сүрәт билән башлиғанлиқини, сайаһәтчиләр санида дәсләпки икки айда %7.4 лик ешиш көрүлгәнликини билдүргәнлики қәйт қилинди.

хәвәрдә көрситилишичә, бағлиқайа, қум вә қуйаш сайаһәтчиликиниң йилда әң көп 6 – 7 айға чиққанлиқини тилға алған вә сөзини давамлаштуруп, «сәһийә вә күлтүр сайаһәтчиликигә охшаш саһәләрдә бу муддәт 10 – 12 айға чиқиду» дегән.

«<һөррийәт> гезити», «украиналиқ сайаһәтчиләр санида алаһидә ешиш (көрүлди) сәрләвһилик хәвиридә, украинаниң истанбулда турушлуқ баш консули олександер гаманниң, украинадин түркийәгә кәлгән сайаһәтчиләр санида изчил ешиш көрүлүватқанлиқини әскәртип, «истанбул, украиналиқ сайаһәтчиләргә нисбәтән барғанчә әһмийити ешиватқан бир нуқтиға айланди. бу йил истанбулға кәлгән украиналиқ сайаһәтчиләр санини ашиду, дәп ойлаймән» дегәнликини йазди.

мустәқил украина ортодокс черкавиниң қурулуши, айасофйа музейида йолға қойулған украинчә авазлиқ сайаһәт йетәкчиси мулазимитиниң йолға қойулушиниң украиналиқ сайаһәтчиләрни җәлп қилишта муһим рол ойниғанлиқиға ишарәт қилинған хәвәрдә, мәзкур хизмәтниң долмабаһчә сарийи вә башқа муһим орунларда хизмәткә кириштүрүлүшиниң украиналиқ сайаһәтчиләр санини йуқири көтүридиғанлиқи қәйт қилинди.

«<стар> гезити», «түркийәниң ирақ пуқралириға йолға қойған виза түзүми узун муддәтлик әмәс» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң, түркийә билән ирақ арисидики виза түзүминиң узун муддәтлик бир түзүм әмәсликини ейтқанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә, ирақта дөләт ишлири зийаритидә болған чавушоғлуниң, бу дөләттә ишлар изиға чүшкән чағда виза түзүмини қайтидин көздин кәчүридиғанлиқлирини әскәртип, «вақти кәлгәндә, виза түзүмини ирақлиқ қериндашлиримиз үчүн қайтидин әмәлдин қалдуримиз» дегәнлики билдүрүлди.

«<вәтән> гезити», «дунйада мисли йоқ, бибаһа» сәрләвһилик хәвиридә, токатлиқ бир асарә – әтиқә топлиғучисиниң әсәрлири арисидики зумрәт көзигә бүйүк искәндәрниң рәсими чүшүрүлгән алтун үзүккә баһа қойушниң мумкин болмайватқанлиқини йазди.

хәвәрдә, һеленистик дәвргә аит болуши мумкин, дәп қариливатқан үзүккә рәсимниң қандақ чүшүрүлгәнлики тоғрисидики соалниң һазирғичә җавабқа еришәлмигәнлики қәйт қилинди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, мутәхәссисләр, метали 21.5 карат алтун, теши тәбиий зумрәт болған йадикарлиқниң, һазирқи технологийә биләнму қилғили болмайдиған бир хил усулда икки миң йилдинму бурунқи дәврдә йасалған болушиниң изаһлинишқа моһтаҗ икәнликини қәйт қилған.

«<хабәртүрк> гезити», «һазирий учурлишиш (түридә) йәрлик әп (йасалди)» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң телеком оператори түрк телекомниң, йәрлик һазирий учурлишиш әпи йасап чиққанлиқини йазди.

хәвәрдә, түрк телекомниң тәтқиқ қилиш – тәрәққий қилдуруш вә технологийә ширкити - аргела тәрипидин йасалған йәрлик шундақла миллий учурлишиш әпи «LAFF» ниң синақ нусхисини андроид вә алма йанфонлириниң истемалиға сунғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر