26.04.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1190318
26.04.2019

түркийә авази радийоси: «<вәтән> гезити», «террорлуқ тәшкилатиға йәнә бир зәрбә урулди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә армийәсиниң түнүгүн ирақниң шималидики гара районида һавадин зәрбә бериш һәрикити елип берип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к  тәрипидин истиһкам, панаһлиниш орни вә оқ – дора искилати қилип ишлитиливатқан җайларниң битчит қилип ташланғанлиқини йазди.

«<стар> гезити», «җумһур рәис йардәмчиси оқтай: түркийә әң ислаһатчи дөләт болуп тонулди (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтайниң түнүгүн әнқәрәдә чақирилған ислаһат ишлирини маслаштуруш кеңиши йиғинда сөз қилғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә, җумһур рәис йардәмчиси оқтайниң «түркийә, иқтисадий тәрәққийат вә һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр арисида хәлқара биваситә селинмиларниң алдидики тосуқларни елип ташлаш җәһәттә <әң ислаһатчи дөләт болуп чиқти вә йеқинқи 17 йилда 210 милйард доллардин артуқ хәлқара биваситә селинмини җәлп қилишқа мувәппәқ болди» дегәнлики қәйт қилинди.

«<сабаһ> гезити», «дарушшәфәқә робот кулуби дунйаниң әң йахши кулублири қатариға кирди» сәрләвһилик хәвиридә, «сиеменс түркийә» ниң қоллишиға еришкән дарушшәфәқәниң «түркийә султанлири» намлиқ робот кулубиниң түркийәни иптихарландурушни давамлаштуруватқанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә, дарушшәфәқә толуқ оттура мәктипи робот кулуби оқуғучилириниң, өзлири йасап чиққан «тәнтән» намлиқ роботи билән америка қошма иштатлирида 40 дөләттин кәлгән 15 миңға йеқин оқуғучи риқабәткә чүшкән хәлқаралиқ тунҗи робот мусабиқиси (FIRST Robotics Competition) ниң һәл қилғуч мусабиқисидә илһам беғишлиғучи инженерлиқ мукапатиға еришкәнлики қәйт қилинди.

хәвәрдә көрситилишичә, «түркийә султанлири» мусабиқиниң хәлқаралиқ һәл қилғуч қисмида бу дәриҗидики мукапатқа еришкән тунҗи түрк әтрити болған.

«<һөррийәт> гезити», «рафадан тайфа көлнда күчлүк қизиқиш қозғиди» сәрләвһилик хәвиридә, TRT Çocuk қанилиниң йақтуруп көрүшкә еришкән сизма филимлиридин рафадан тайфа персонажлириниң тийатир ойуниниң, германийәниң көлн шәһиридә күчлүк қизиқиш қозғиғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә, түркийә сиртидики түркләр вә қериндаш түркий милләтләр оргини тәрипидин орунлаштурулған мәзкур паалийәтниң диний ишлар башқармиси түрк ислам бирликиниң мәркизий бинасида өткүзүлгәнлики билдүрүлди.

хәвәрдә йәнә, һәқсиз орунлаштурулған тийатир ойунлириниң икки қетим қойулушиниң пиланланғанлиқи, бирақ күчлүк тәләпкә асасән төт қетим қойулғанлиқи әскәртилди.

«<хабәртүрк> гезити», «украиналиқ сәнәтчиләр истанбулда көргәзмә (ачти)» сәрләвһилик хәвиридә, истанбулға меһман болуп кәлгән украиналиқ рәссамларниң истанбул сәнәт сарийи паалийәтлири даирисидә сизған әсәрлириниң сәнәтсөйәләрниң баһалишиға қойулғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, истанбулдин илһам алған һалда рәсимлирини сизип чиққан рәссамлар серхий савченко, лилийа студинистика, денис струк, йурий ковал, андрий роик, олга заремба вә йурий савтер қатарлиқларниң пәрқлиқ техникиларни ишлитип рәсим сизғанлиқи қәйт қилинди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, истанбул сәнәт сарийи, түркийәдә украиналиқ сәнәтчиләр билән башланған бу паалийитигә пәрқлиқ дөләтләрдики сәнәтчиләрниңму иштирак қилишини капаләткә игә қилишни нишан қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر