20.03.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1167103
20.03.2019

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп тайййип әрдоғанниң түнүгүн (19-март) зонгулдакта, йеңи зеландийәдә йүз бәргән террорлуқ һуҗуми үстидә тохталғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң: «50 қериндишимизни пәскәшләрчә өлтүрдүң, буниң һесабини берисән. әгәр йеңи зеландийә буниң һесабини соримиса, биз буниң һесабини қандақ сорашни билимиз» дегәнлики билдүрүлди.

«сабаһ гезити», түркийәниң һиндонезийәдә су апити вә йәр көчүш вәқәлиридә җенидин айрилғанларға тәзийә билдүргәнликини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, «һиндонезийәниң папуа иштатиға қарашлиқ җайапура районида шиддәтлик йамғур сәвәбидин пәйда болған сәл вә йәркөчүштә, еғир өлүм-йетим һадисилириниң көрүлгәнликидин чоңқур қайғурмақтимиз. җенидин айрилғанларға аллаһтин рәһмәт, дост вә қериндаш һиндонезийә хәлқигә сәвр, йариланғанларға аллаһтин шипалиқ тиләймиз» дейилди.

«һөррийәт гезити», түркийәниң пәмидур експортиниң йил бешидин тартип, өткән йил (2018) ниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %13 ешип, 98 милйон долларға чиққанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, русийәгә 40 милйон долларлиқ пәмидур експорт қилинғанлиқи вә бу рәқәм билән русийәниң биринчи орунда туридиғанлиқи, руменийәгә 13.5 милйон, булғарийәгә 7.3 милйон долларлиқ пәмидур експорт қилинғанлиқи билдүрүлди.

«вәтән гезити», түрк-әрәб дөләтлири һәмкарлиқ җәмийити (TÜRAP) ниң қоллиши билән 24-26-апрел күнлири арисида истанбулда йәрмәнкә өткүзүлидиғанлиқини елан қилди.

хәвәрдә, 6-қетимлиқ түрк-әрәб йемәк-ичмәк вә йемәк-ичмәк технологийәлири йәрмәнкисиниң 15 дөләттин кәлгән 1500 сода-карханичини, 200 дин артуқ түркийә ширкити билән көрүштүридиғанлиқи қәйт қилинди.

хәвәрдә, йәрмәнкә арқилиқ йемәк-ичмәк вә йеза игиликидә сиртқа тайинидиған әрәб дөләтлиридә түркийә ширкәтлириниң базардики һәссисини өстүрүшни мәқсәт қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», сәһийә сайаһәтчиликидә түркийәни таллиған сайаһәтчиләр саниниң 2018-йилниң ахиридин башлап 1 милйонға йәткәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر