15.03.2019

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1164099
15.03.2019

 

һөррийәт гезити, «министир чавушоғлу бирйусселдә муһим байанатларда болди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түнүгүн белгийәниң пайтәхти бирйусселдә йавропа иттипақи вә бирләшкән дөләтләр тәшклати тәрипидин өткүзүлгән «сүрийәгә вә районға йардәм қилиш» коферансиниң ечилиш нутуқида, «астанә музакирә басқучи зоравалиқни азайтиш вә сийасий басқучни илгири сүрүш нуқтисидин конкерт һәссиләрни қошти. ортақ хизмәтлиримиз нәтиҗисидә, дөләт асасий қанун комитетиниң қурулишиниң ахириқи басқучиға йетип келиши ишқа ашурулди» деди. 

хәбәр түрк гезити, «министир ақар "F-35" һәққидә байанат елан қилди» сәрләвһлик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти:

дөләт мудапиә министири хулуси ақар «F-35» типлиқ уруш айропиланлириниң америкидин түркийәгә нойабирда тапшуруп берилишини күтүватқанлиқини ейтти. хулуси ақар: бәзи байанатларға қаримастин, «F-35» типлиқ уруш айропилани мәсилиси нормал кетип барғандәк көрүниду. учқучилиримиз вә асриғучи хадимлиримиз америкида өгинишни давамлаштуримақта» деди. 

йеңи шәпәқ гезити, «әдлийә министири абдулһәмит гүл йавропа парламентиниң қарариға қаттиқ наразилиқ билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

әдлийә министири абдулһәмит гүл йавропа парламентиниң 2018йиллиқ түркийә доклати үстидә тохтилип, «түркийәгә қарши сәләбий қарашлар билән толған бу доклат тарихқа йавропаниң өз қиммәт қарашлиридин йатлашқанлиқиниң һөҗҗити болуп қәйт қилиниду» деди. у йәнә, «бир тәрәптин демократийә вә кишилик һоқуқниң интиһасиз күйлири чилишса, йәнә бир тәрәптин демократийәгә қәст қилғучиларни вә һәқ һоқуқ, әркинликләрни ишқа ашурған җәмийәт тәртипигә уруш ачқучиларни астириттин қуллап қуввәтләш тарихий әһмийәткә игә зитлиқ һесаблиниду» дегән сөзләрни ишләтти. 

ситар гезити, «җумһур рәислик оркистира омикиниң баш искирипка чалғучиси софийәдә сәһнигә чиқти» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни қәйт қилди:

җумһур рәислик оркистира омикиниң баш искирипка чалғучиси җулидә йалчин болғарийәниң пайтәхти софийәдә нумур көрсәти. «Bulgaria Hall» залида сивилен симоновниң рийасәтчиликидә софийә оркистира омики тәрипидин өткүзүлгән консертта волгаң амадус мозарт вә җосеф һайдниң әсәрлирини орунлап бәрди. 

сабаһ гезити, «2300 йиллиқ күлтүр мираси» сәрләвһлик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: 

самсунниң бафра наһийәсидә һеленистик дәвридә йасалған асарқәлә вә қийа мазарлиқлири зор қизиқиш қозғимақта. 2300 йилиқ тарихқа игә пафлагонйа дәвигә тәвә мазарлиқлар әң көп қизиқиш қозғиған йадикарлиқ болди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر