12.03.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1161429
12.03.2019

ситар гезити «кувәйт хәлқи дунйа лидерлири ичидә һәммидин бәк җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни йахши көриду»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә тәқдим қилди: «америка қошма иштатлиридики чүшәнчә институтлиридин бири болған вашингитон иниститути тәрипидин кувәйт хәлқи үстидә елип берилған әл райини синаш паалийитидә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дунйа лидерлири ичидә әң йахши көрүлгән лидер сайланған. кувәйт гезити <әлқабас>тәрипидин хәвәрләштүрүлгән рай синаш паалийитиниң нәтиҗилири <кувәйтликләр америка пирезиденти доналд трамптин хапа лекин әрдоғанни йахши көриду>сәрләвһиси астида елан қилинди. аран%5  кувәйтликләрниң доналд трампни йақтуридиғанлиқи билдүрүлгән хәвәрдә, %64 кувәйтликләрниң әрдоғанни йахши көридиғанлиқи қәйт қилинди.»

сабаһ гезити «түркийәниң тарихини намайән қилидиған 6 милйон парчә китаб»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин 6 милйон парчә китаб болидиғанлиқи билдүрүлгән түркийә бойичә әң чоң һесаблинидиған рами қишласи  кутупханисини ремонт қилиш хизмәтлири давамлашмақта. бу кутупханиға 10 милйон парчә китаб қойулидиғанлиқи, кутупханиниң һойлисида көргәзмә вә екскурсийә заллири селинидиғанлиқи билдүрүлди. кутупханида оқурмәнләр вә зийарәтчиләр үчүн йәнә қәһвәханидин дәм елиш орунлириғичә, совғат буйумлири дуканлиридин әнәниви қол һүнәрвәнчилик буйумлири йасилидиған, тонуштурулидиған вә сетилидиған маканларғичә болуп нурғун җай болиду.»

һүррийәт гезити «һарманкайа шақиратмиси тәнтәрбийәгә иштийақи барларни күтмәктә»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «дүзҗә вилайитиниң җумайәри наһийәсидә тәбиәтсөйәрләр тәрипидин байқалған вә арқидин сайаһәтчиләргә ечиветилгән һарманкайа шақиратмисиға  600 метирлиқ арғамчилар  орунлаштурулиду. тәхминән икки йил йилгири тәбиәтсөйәрләр тәрипидин байқалған бу шақиратма, дүзҗә вилайәтлик мәдәнийәт вә сайаһәтчилик идариси тәрипидин сайаһәтчиләргә ечиветилди. шақиратма түркийә бойичә әң чоң болған мәлән өстиңигә тутушиду. һарманкайа шақиратмиси вә әтрапида түрлүк тәбиәт тәнтәрбийә паалийәтлирини елип барғили болиду.»

йең шәпәқ гезити «зугма вә гөбәклитәпә рәсимлири пәрдаз буйумлириға чүшүрүлиду»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «газиантәптики зугма қәдимий шәһири вә тарихниң нөл нуқтиси һесаблинидиған шанлиурфадики көбәклитәпә рәсимлири, газиантәп иниститутида пәрдаз буйумлириға чүшүрүлмәктә.  мәзкур иниститутниң қаримиқидики зәгәрчилик дукинида зугма  рәсимлири вә гөбәклитәпәдики қийаларниң үстидики рәсимләрдин илһам елинип йасалған зиббу-зиннәтләр айалларниң бармақлирини, бойунлирини вә қулақлирини безәйду. зиббу-зиннәт дуканлирида йәнә болубка, үзүк, һалқа қатарлиқ қиммәтлик буйумларму бар, буниңдин башқа бу дуканларда кейинчә өйләрдә ишлитилидиған пәрдаз буйумлириму сетилиду.»

һабәр түрк гезити «қабил йашлар сәһниләрдин орун алмақта»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «хәлқара қабил йашлар музика мусабиқисиға қизиватқанларниң сани барғанчә көпәймәктә, өзини музика билән ипадилийәләйдиған, музика қабилйити болған йаки мәхсус тәрбийәгә еһтийаҗлиқ йашлар бу мусабиқигә һәқсиз қатнишалайду. пәрқлиқ өгиниш еһтийаҗлири болған қабил йашлар <һәммимиз музикантмиз>дегән шоар астида қаблийәтлирини җари қилдурп, музика саһәсидә йеңилиқ йаритилишиға төһпә қошиду. ахирқи илтимас қилиш вақти 2019-йили 31-март күни болған 4-нөвәтлик хәлқара қабил йашлар музика мусабиқисида нәтиҗигә еришкүчиләргә 14-апрелда өткүзүлидиған мукапат тарқитип мурасимида мукапат тарқитип берилиду.»


خەتكۈچ: #түркийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر