08.02.2019

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1141058
08.02.2019

йеңи шәпәқ гезити: «ирақниң шималидики п к к базилири бомбардиман қилинди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «ирақниң шималидики мәтина вә зап районлириға һәрбий һәрикәт елип берилди. түркийә дөләт мудапиә министирлиқи твиттер адресида бу һәқтә байанат берип, ирақниң шималиға җайлашқан мәтина вә зап районлириға һәрбий һәрикәт елип берилғанлиқини уқтурди, һәрбий һәрикәттә террорлуқ тәшкилатиға тәвә қорал-йарағ искилатлири вә қоналғулар битчит қилинди.»

ситар гезити: «германийә таратқулири <түркийә болмиса тизгиндин чиқиду>сәрләвһиси астида хәвәр елан қилди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «германийәдики < Spiegel > гезити, гиретсийә баш министири алексис чипрасниң түркийә зийаритини тәпсилий хәвәр елан қилди. хәвәрдә мунуларға орун аҗритилди: түркийә билән йавропа иттипақи оттурисида 2016-йили мусапирлар тоғрулуқ келишим һасил қилинди, келишимдин кейин әгә деңизидин гиретсийәгә баридиған көчмән санида төвәнләш көрүлди, гиретсийә араллири көчмәнләр үчүн түрмигә айланғаниди, навада түркийә келишимдин чекингән тәқдирдә мидилли, чийос вә кос қатарлиқ аралларниң вәзийити қалаймиқанлишип кетиду.»

һүррийәт гезити: «бир түрк әр-хотун америкада зор утуқ қазанди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «америкада йашаватқан икки түрк тәтқиқатчи, зор тәсир йаритидиған утуқларни қазанди. массачусеттс омумий дохтурханисида тәтқиқат елип бериватқан ген мутәхәсиси миһрибан йилдирим әмчәк ракини давалашқа тосалғу пәйда қилип келиватқан һүҗәйрә типлири вә буниңға сәвәб болған миханизмларни тепип чиққан болса, йолдиши машина инженери мурат йилдирим меңә һүҗәйриләрни ениқ көргили болидиған йуқири иқтидарлиқ микроскоп лайиһәләп чиқти.»

хәбәр түрк гезити: «сабиһа гөкчән айродуруми башқуруш идариси зор утуқ қазанди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «түркийә бойичә көләм җәһәттә иккинчи орунда туридиған истанбул сабиһа гөкчән  хәлқара айродуруми, 2018-йили 34 милйон 58 миң йолучини күтүвелип йавропа бойичә 12-қатарға өтти. сабиһа гөкчән айродуруми 2017-йили йавропа бойичә 14-рәттә иди.»

сабаһ гезити: « түрк һава йоллири<авиатсийә>ширкити икки чоң мукапатқа лайиқ көрүлди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «түрк һава йоллири ширкити айропилан пул-муамилә саһәсидә охшимиған икки мукапатқа лайиқ көрүлди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر