04.02.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1138173
04.02.2019

түркийә авази радийоси: «<сабаһ> гезити», «түркийә билән йавропа иттипақи арисида һалқилиқ йиғин» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: әң ахирқи қетим 2015 – йили чақирилған йавропа иттипақи билән түркийә шерикчилик кеңиши йиғини 15 – мартта чақирилиду. йиғин бирйуссел – әнқәрә линийәсидики мунасивәтләр нуқтисидин һәл қилғуч әһмийәткә игә. йиғинда түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири омумйүзлүк музакирә қилиниду. әнқәрә, йавропа иттипақи билән болған мунасивәтләрниң иҗабий шәкилдә муһакимә қилинишини тәкитләйду. йиғин, түркийәниң йавропа иттипақи нуқтисидин истратегийәлик әһмийәткә игә бир шерик вә намзат дөләт болушни давамлаштуруватқанлиқи тоғрисида сигнал бериду.

«<хабәртүрк> гезити», «2018 – йили истанбулға 13 милйондин артуқ сайаһәтчи кәлди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: истанбул 2018 – йили 13 милйон 433 миң 101 чәт әллик сайаһәтчи күтүвалди. бултур билән селиштурғанда шәһәргә кәлгән сайаһәтчи санида %24 ешиш көрүлди. 2018 – йили истанбулға кәлгән чәт әллик меһманлар милләтләргә асасән түрләргә айрилғинида, истанбулни 1 милйон 71 миң 634 киши билән әң көп зийарәт қилғанлар германлар болди.

«<стар> гезити», «бөлҗүргән експорти бултурқиға селиштурғанда %95 ашти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: түркийәниң бөлҗүргән експорти 2018 – йили бир алдинқи йилниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %95 ешип, 12 милйон 283 миң доллардин 23 милйон 975 миң долларға йәтти. 2017 – йили 13 миң 678 тонна бөлҗүргән експорт қилған түркийә, 2018 – йили бу миқдарни 20 миң 113 тонниға йәткүзди. бөлҗүргән експортида биринчиликни русийә, иккинчиликни уоменийә алди.

«<һөррийәт> гезити», «түрк телевизийә тийатирлирида көрситилгән өй җаһазлири 179 дөләткә експорт қилинмақта» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: телевизийә тийатири саһәси һәм сайаһәтчиликкә, һәм експортқа һәссә қошмақта. тонутуш вә еланлар сайаһәтчиликкә вә експортқа биваситә тәсир көрсәтмәктә. түркийәдә һәр йили 100 дин артуқ телевизийә тийатири ишләнмәктә, бу телевизийә тийатирлири дунйаниң 156 дөлитигә експорт қилинип, 500 милйон киши тәрипидин көрүлмәктә. түркийә өй җаһазлири саһәсиму 179 дөләткә 3 милйард 134 милйон долларлиқ мәһсулат експорт қилди. бу, телевизийә тийатири вә филимләрдә йәрлик мәһсулатларниң ишлитилишиниң експорт вә сайаһәткә пайда йаратқанлиқи дегәнлик болиду.

«<йеңи шәпәқ> гезити», «дунйа, түрк чопан итиниң койиға кирди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: ақсарай малаклиси дегән нам билән тонулған чопан итлириға йавропадин хитайғичә болған көплигән дөләтләрдин тәләп кәлмәктә. биразилийә, аргентинаға охшаш дөләтләрму тәләп қиливатқан малакли итлири, 10 билән 30 миң лира арисида сетилиду. еғирлиқи 85 – 90 килогирам әтрапида келидиған ақсарай малаклисиниң бойи 1 метир 70 сантиметирғичә йетиду. гәвдисиниң чоңлуқи вә садақити сәвәбидин қойларни муһапизәт қилишқа селинидиған ақсарай малаклиси, анадолу йолвиси дәпму атилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر