02.10.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1060339
02.10.2018

сабаһ гезити: «түркийә армийәси ирақниң шималиға һәрбий һәрикәт елип барди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «түркийә армийә баш қоманданлиқ иштаби тәрипидин елан қилинған байанатта, ирақниң шималидики гара райониға түнүгүн һәрбий һәрикәт елип берилғанлиқи билдүрүлди. һәрбий һәрикәттин кейин елип берилған тәкшүрүшкә асасланғанда, һәрбий һәрикәт җәрйанида 4 терррочи бир тәрәп қилинған.»

һүррийәт гезити: «мәшһур тарихчи илбәр ортайли китаблирини ианә қилди » сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә тәқдим қилди: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған мәшһур тарихчи илбәр ортайлини җумһур рәислик сарийида қобул қилди, җумһур рәислик сарийидин игиләнгән учурларға асасланғанда, пирофессор доктор ортайли шәхсий китаблирини җумһур рәислик сарийиға ианә қиливәткән. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму түркийә бойичә әң чоң күтүпханиға айландуруш мәқсәт қилинған җумһур рәислик кутупханисиға китаблирини ианә қиливәткән мәшһур тарихчи илбәр ортайлиға рәһмәт ейтқан. тарихчи, тәтқиқатчи вә йазғучи пиро фессор доктор илбәр ортайли 2017-йили тарих пәнлири бойичә җумһур рәислик мәдәнийәт-сәнәт мукапатиғиму лайиқ көрүлгәниди.»

ватан гезити: «анталйаға рус сайаһәтчиләр сәлдәк ақти»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «сайаһәтчиликтә бу йилму рекорт йаратқан вә сентәбирниң ахирдин башлап сайаһәтчи сани 11 милйон 117миң 460миңға йетип йәнә бир рекорт йаратқан анталйаға әң көп рус вә ингилиз сайаһәтчиләр кәлгән. шәһәргә 9 ай ичидә 4 милйон 134миң 102 рус, 531 миң 89 ингилиз сайаһәтчи кәлгән.»

ситар гезити: «асәлсанниң су асти қорали <торк>деңиз синақлирини мувәппәқийәтлик һалда түгәтти»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «асәлсан ширкити дунйа бойичә чәклик санда ишләпчиқриливатқан вә кәлгүсиниң әң асаслиқ су асти қораллиридин бири болуши мөлчәрлиниватқан <һард кил торпиду> саһәсидики хизмәтлирини оңушлуқ һалда елип бармақта. ширкәт түркийә пәт-техника тәтқиқат оргининиң қоллиши арқисида елип барған хизмәтлири даирисидә қисқа вақит ичидә торпидоға қарши мудапиә торпидоси <торк>ниң моделини ишләпчиқирип синақ қилишқа башлиди. <торк>түркийәдә тунҗи қетим йәрлик техникилар билән лайиһәләп чиқилған <сонәр чарлаш>үскүниси билән елип барған деңиз синақлирини мувәппәқийәтлик һалда тамамлап чиқти.»

йеңи шәпәқ гезити: «мидетсина саһәсидә нәтиҗә йаратқан 100 түрк ичидә тунҗи рәттә әзиз санҗар орун алди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: « <мидетсина саһәсидә нәтиҗә йаратқан 100 түрк тизимлики>гә һаҗәттәпә университетини пүттүргән 46 тәтқиқатчи кирди.  бу тизимликниң әң бешидин нобел мукапатиға еришкән пирофессор доктор әзиз санҗар орун алди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر