01.10.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1059852
01.10.2018

түркийә авази радийоси: «<һөррийәт> гезити», «дунйаниң чоң ширкәтлири түркийәгә келиду» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:  Türk Telekom International вә Turkcell Superonline, дунйа телеком саһәсиниң алдинқи қатардики операторлирини түркийәдә учраштуриду. почта – телеграф саһәсиниң чоң ширкәтлири 1 – өктәбирдин 3 – өктәбиргичә анталйада күтүвелиниду. Türk Telekom International вә Turkcell Superonline ниң «хәлқара операторлар херидар паалийити» дә, «түркийәни районниң учур базиси вә алақә мәркизи қилиш» истратегийәси даирисидә муһим сөзләр қилиниду. йиғинға 40 тин артуқ дөләттин 120 ширкәт вә 300 зийарәтчиниң қатнишиши күтүлмәктә.

«<вәтән> гезити», «өй – мүлүк сетиш сүрәт билән давамлашмақта» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: түркийәдә әң бихәтәр селинма васитилириниң бири дәп қариливатқан өй – мүлүк саһәсидики сетишлар йеқинқи алтә йилдин буйан изчил ешип барди. 2013 – йили йанвардин 2018 – йили авғуст ейиғичә болған җәрйанда кона – йеңи болуп җәмий 5 милйон 986 миң 269 өй – мүлүк сетилди. бу җәрйанда өй – мүлүк сетиш нисбити изчил өрлиди, өткән йили 1 милйон 409 миң 314 өй – мүлүк сетилип йеқинқи 5 йилниң ешиш рекорти йаритилди. бу йилниң йанвар – авғуст мәзгилидә болса, 875 миң 64 өй – мүлүк сетилди.

«<йеңи шәпәқ> гезити», «түркийә һава йоллири ширкитиниң йүк – тақ мәсилисини һәл қилидиған технологийәси» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: түркийә һава йоллири ширкитиниң йеқинда сәплигән технологийәлик йеңилиқлири сайисида йолучилар буниңдин кейин бир карт сайисида сәпәрдин кейин узунғичә йүк – тақлирини тапшуруп елиш бөлүмидә күтүп олтурмайду. RFİD (радийо долқуни арқилиқ тонуш) намлиқ йүк – тақ картини йүк – тақлириға қойған йолучиларниң чамадан – сомкилири йүк – тақ бөлүмигә йетип кәлгәндә қисқа учур арқилиқ мәлум қилиниду. бундақ болғанда, йолучилар айродурумда көп вақтини исрап қилмайду. нөвәттә пәқәт ататүрк айродуруми ташқи линийәләр келиш бөлүмидә ишлитиливатқан система истанбул йеңи айродуруминиң барлиқ сәпәрлиридә ишлитилиду.

«<стар> гезити», «деңизда 2 милйард лиралиқ кемә йәрмәнкиси» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: хәлқара йавро – асийа кемә йәрмәнкиси, 2 – өктәбирдин 8 – өктәбиргә истанбул виапорт маринада ечилиду.  2019 – йилини әң гүзәл лайиһәлири көргәзмә қилинидиған йәрмәнкидә көргәзмигә қойулған кемиләрниң омумий қиммити 4 милйард түркийә лирасидур؛ 60 миң түрк лираси билән 75 милйон түрк лираси арисида баһа қойулған 200 дин артуқ кемә көргәзмә қилинидиған йавро-асийа кемә йәрмәнкиси херидарларға хитаб қилишни нишан қилиду.  йәрмәнкигә қойулидиған түркийәдә йасалған гвеило исимлик бир йәлкәнлик кемә 75 милйон лиралиқ баһаси билән йәрмәнкиниң вә йәлкәнлик кемә түридә түркийәниң әң қиммәт баһалиқ кемиси болиду. херидарлириға йақтурған кемилирини дәрһал деңизда синақ қилиш имканийитиму йаритип берилидиған йәрмәнкидә бу йил 240 милйон лиралиқ мәһсулат сетиш пиланланмақта.

«<сабаһ> гезити», «сивасниң һоббит өйлири дунйаниң диққитини тартти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: сивас шәһәрлик һөкүмәтниң «үзүкләр әпәндиси» намлиқ филимдики һоббит өйлиридин илһам алған һалда шәһәргә йеқин йәрдики пашабаһчә дала сәйлиси вә сайаһәт орниға салған қийа бағридики өйләр чәт әлликләрниңму диққитини тартишқа башлиди. земинға көмүлгән қизиқарлиқ бинакарлиқ услуби билән диққәтни җәлп қилидиған қийалиқ бағридики өйләр, зийарәтчилиригә тәбиәт билән гирәлишип кәткән есил меһманханидәкла йетип – қопуш имканийити суниду. тәләпниң күчлүклүкини нәзәрдә тутуп санлири көпәйтилгән қийалиқ бағридики өйләргә болған қизиқиш күнсери ашмақта. бир аилиниң барлиқ еһтийаҗлирини қамдийалайдиған шәкилдә селинған өйләрниң саниниң чәт әлләрдин кәлгән тәләпләр нәзәрдә тутулуп техиму көпәйтилиши пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر