27.06.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1000718
27.06.2018

түркийә авази радийоси: "сабаһ гезити", дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң 24-ийун өткүзүлгән җумһур рәислик вә парламент сайлимидин кейин, америка пирезиденти доналд трамп билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, пирезидент трампниң сайламда ғәлибә қазанған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни тәбриклигәнлики вә 11-12-ийулда белгийә пайтәхти бирйусселда өткүзүлидиған нато йиғинида көрүшидиғанлиқи әскәртилди.

"вәтән гезити" хәлқаралиқ кридет дәриҗигә айриш тәшкилати болған йапонийәниң кридет рейтиң агентлиқи (JCR) ниң, түркийәдә 24-ийун өткүзүлгән җумһур рәислик вә 27-нөвәтлик парламент сайлимидин кейин, ички сийасәттә ениқсизлиқниң азайғанлиқи вә буниң кридет номуриға иҗабий тәсир көрсәткәнликини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

"сабаһ гезити", бу йил (2018) ниң бешидин башлап 25-ийунғичә анталйаға кәлгән сайаһәтчиләр саниниң 4 милйон 507 миң 301 ға йәткәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, 24-ийун сайлими вә дунйа лоңқисиниң бу йилиқи сайаһәтчиликкә тәсир көрсәтмигәнлики, 2017-йилға селиштурғанда ешиш нисбитиниң %42 гә йәткәнлики әскәртилди.

"хәбәр түрк гезити", 24-ийун өткүзүлгән җумһур рәислик вә 27-нөвәтлик парламент сайлимиға актип қатнашқан кишиләрниң, сайламдин кейин сайаһәтни башлишиниң қатнаш сәпәрлиригә иҗабий тәсир көрсәткәнликини хәвәр әқилди.

хәвәрдә, буниң тәсиридә, түркийә һава йоллири ширкитиниң дүшәнбә (25-ийун) күнидики сәпәр саниниң 1500 қетимдин ешип, рекорт йаратқанлиқи билдүрүлди.

"һөррийәт гезити", түркчини, түрк мәдәнийитини вә тарихини мәмликәт ичи-сиртиға тонуштуруш үчүн муһим лайиһәләрни әмәлгә ашурған йунус әмрә иниститутиниң "меһминимиз болуң" лайиһәси даирәсидә истанбулға кәлгән хитай һәйитиниң, бәйоғлудики пера музейини зийарәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, хитай һәйитигә музейи вә тарихий йадикарлиқлар һәққидә мәлумат берилгәнлики билдүрүлди.


خەتكۈچ: #сабаһ , #вәтән

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر