04.01.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

881573
04.01.2018

түркийә авази радийоси: «хәбәртүрк гезити», түркийәни башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш күнлүки астиға алидиған «S-400» лайиһәсидә, һәрбий қурулминиң ениқ болушқа башлиғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, «S-400» полкиниң икки биригада вә төт ротадин тәшкил тапидиғанлиқи вә һәр даим қойуп берилишкә тәййар 144 башқурулидиған бомбиниң болидиғанлиқи     билдүрүлди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, системиниң һәммә парчилири аптомобилға орунлаштурулидиған болуп, киризис чиққанда еһтийаҗ чүшкән барлиқ районларға әвәтишкә болидикән. «S-400» системисиниң контроллуқ һоқуқи пүтүнләй түркийәдә болидикән.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә армийәсиниң һәрбий һәрикәтләрни давамлаштуруши нәтиҗисидә, йеқинқи бир йил ичидә 1212 п к к әзасиниң бир тәрәп қилинғанлиқини, 995 п к к әзасиниң тирик қолға чүшүрүлгәнликини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, буниң билән, террорлуқ тәшкилати п к к ниң шималий ирақтики қандил теғида ува тутқан «аталмиш» каттибашлириниң сарасимгә чүшкәнлики әскәртилди.

хәвәрдә, террорлуқ тәшкилати п к к каттибашлириниң симсиз телефондики алақилиридә, түркийә армийәсиниң һәр күни йеңи тактика вә техникилар билән һуҗум қилиши нәтиҗисидә, террористларниң еғир чиқимға учриғанлиқини етирап қилғанлиқи әскәртилди.

«сабаһ гезити», түркийә енергийә вә тәбиий байлиқлар министири бәрат албайракниң италийәдә чиқидиған «милано финанза гезити» дә мақалә елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә қәйт қилинишичә, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири бәрат албайрак мақалисидә, түркийәниң ақдеңиз билән қара деңизда нефит вә тәбиий газ қедириш хизмәтлири үстидә алаһидә тохталған.

у мақалисидә, ақдеңизда йәр тәврәшни тәкшүрүш хизмәтлирини қанат йайдуруш үчүн һазирдин башлапла тәтқиқат хизмәтлириниң башланғанлиқини, кейинки мәзгилләрдә қара деңиздиму бу тәтқиқат хизмәтлирини қанат йайдурушни пилан қилғанлиқлирини әскәрткән.

у мақалисидә: «бу хизмәтләр қара деңиз билән ақдеңизниң йошурун күчини оттуриға чиқирип, түркийә вә районимизниң деңиз қатниши бихәтәрликигә һәссә қошидиған тәкшүрүп-тәтқиқ қилиш вә бурғилаш паалийәтлирини әмәлгә ашуриду» дегән.

«һөррийәт гезити», түнүгүн (3-йанвар) 2023-2017-йиллиқ мәзгилни өз ичигә алған «дөләт енергийә үнүми һәрикәт пилани» ниң рәсмий гезиттә елан қилинғанлиқини хәвәр қилди.

пиланға асасланғанда, аптомобилларниң шәһәр мәркизигә киришгә чәклимә қойулидиған қаттиқ тәдбирләр йолға қойулидиған болуп, машина тохтитиш баһаси шәһәр қатниши зич болған җайларда йуқири, қатнаш шалаң болған җайларда әрзан болидикән.

дөләт идарә-органлири, хусусий ширкәтләрниң хизмәт башлаш вә хизмәттин чүшүш вақитлири, мәктәпләрниң дәрс башлаш вә дәрстин чүшүш вақитлири қайта тәңшилидикән. шәһәрләрдә карбон нисбити төвән болған районлар қурулидикән вә бу районларға йуқири тоннилиқ қатнаш вастилириниң кириши чәклинидикән.

«вәтән гезити», бәшикташ командисиниң маһири җәң тосунниң әнглийә евиртон (Everton) путбол кулубиға йөткәлгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бәшикташ кулубиниң башлиқи фикрәт орманниң лондонда евиртон кулуби билән җәң тосунниң келишимини түзгәнликини ейтқанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, бәшикташ кулуби бу келишимдин 25 милйон йавро пайда алидикән. җәң тосун өткәнки күнләрдә әнглийәгә берип саламәтлик тәкшүрткән. у түркийәдин чәт әл путбол командилириға йөткәлгән әң қиммәт путболчи болуп қалған.


خەتكۈچ: #сабаһ , #вәтән

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر