18.10.2017

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

830166
18.10.2017

сабаһ гезити «әрдоған барзаниға сән кәркүктә немә қилисән, деди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ирақниң шималида районниң пәрқлиқ кимликлиридин тәшкил тапқан мурәккәп қурулмисини нәзәргә алмастин һәрикәт қилған шималий ирақ күрт (корт)районлуқ һөкүмитиниң тарих алдида җавабкарлиққа тартилип һесаб беридиғанлиқини ейтти. мәсуд баразиниң кәркүкниң нопус қурулмисиға бузғунчилиқ қилиш нийитиниң барлиқини әскәрткән әрдоған: барзани кәркүк маңа тәәллуқ дәватиду, сән немигә асасән кәркүкни мениң дәйсән, ирақта бу сәвәбтин төкүлгән қанниң җавабкари дәл ирақ күрт районлуқ һөкүмитидур, деди.»

йеңи шәпәқ гезити «5 қериндаш билән һәл болмайду»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «баш минситир бинали йилдирим бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң афғанистан, пәләстин, қибрис болуп нурғун мәсилигә чарә тапалмиғанлиқини ейтти, бинали йилдирим < TRT World > мунбириниң ечилишида мундақ деди: б д т хәвпсизлик кеңишиниң пәқәт 5 ла қериндиши бар, бу 5 қериндаш ичидә бири мәсилигә чарә тапмай техиму мурәккәпләштүрүвәтсә, йәнә бири тәрәпбазлиқ қилип адиллиқ билән иш қилмайватиду, қисқси бу 5 қериндаш сәвәблик мәсилиләр һәл болмайватиду.»

ватан гезити «түркийә дунйани таң қалдурди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «түркийә иқтисадиниң бу йилниң дәсләпки йеримида%5әтрапида гүллиниши хәлқара органларниң түркийә иқтисадий тоғрисидики тәхминләрни қайтидин көздин кәчүрүп чиқишиға сәвәб болди. хәлқаралиқ пул фонди тәшкилати түркийә иқтисадий тоғрисидики тәхминлирини ашурди, арқидинла дунйа банкисиму тәхминини ашурушниң сигналини бәрди, дунйа банкиси түркийә мудири җоһаннес зутт мундақ деди:< түркийәниң иқтисадий җәһәттин зорийиш тәхминини хәлқара пул фонди тәшкилатиниң тәхминигә охшаш тәриқидә %5 әтрапида өзгәртимиз, чүнки түркийә иқтисадий биз тәхмин қилғандин бәкрәк зорайди>, дунйа банкиси бу йилқи ийун ейидики доклатидиму түркийә иқтисадий тоғрисидики тәхминини %3тин %3.5гә ашурғаниди.»

ситар гезити «пәмидур декабирда русийәгә експорт қилиниду»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «русийә вә түркийә һөкүмәтләрара комитетиниң тәң һоқуқлуқ рәиси, шундақла русийә енергийә ишлири министири александир новак төт түрк ширкитигә русийәгә пәмидур експорт қилиш рухсити берилгәнликини вә декабирдин башлап түркийәдин русийәгә пәмидур експорт қилинишқа башлинидиғанлиқини ейтти. новак йәнә русийә вә түркийә мәсуллириниң 21-өктәбирдә һөкүмәтләрара бирләшмә йиғинида русийәдин түркийәгә тоху, қой вә кала гөшлири експорт қилиш мәсилисини музакирә қилидиғанлиқлириниму уқтурди.»

һүррийәт гезити «түрк путболчи җәнк тосун шөһрәт қазанди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «йавропа чимпийонлуқни талишиш бирләшмә мусабиқилиридә фирансийә путбол командиси манако < Monaco >ни 1гә қарши 2 нәтиҗә билән йәңгән түркийә путбол командиси бәшикташниң путбол маһирлиридин җәнк тосунниң нәтиҗиси мусабиқидә алаһидә гәвдилик болди,шуниң билән путбол саһәсидә 26 йашлиқ җәнк тосунниң қиммити  техиму өсти, даңлиқ путбол командилиридин пиремиер лиг < Premier Lig >ниң диққитини тартип келиватқан җәнк тосунни йәнә бир даңлиқ путбол командилиридин кийрстал паласе < Cyrstal Palace > ниң мудири доге фредменму йеқиндин көзитип кәлмәктә. җәнк тосунға йәнә невкастол < Newcastle United > путбол командисиниңму қизиқиватқанлиқи билдүрүлмәктә.»


خەتكۈچ: #TRT World , #әрдоған

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر