25.02.2016

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

439330
25.02.2016

түркийә авази радийоси: «стар гезити» ниң хәвиригә асасланғанда, йеқинқи күнләрдә дөләт мудапиәсигә мунасивәтлик лайиһәләрдә йуқири нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән һәрбий електирон идариси (ASELSAN) йеңидин йасиған «радар қалаймиқан қилиш үскүниси» корал (KORAL) ни түркийә армийәсигә тапшурған. корални синақ қилиш мувәппәқийәтлик ахирлашқан болуп, һатайға орулаштурулған. шу күндин башлап, русийә айропиланлириниң төт қетим нишанларни хата һалда бомбардиман қилиши нурғун соалларни пәйда қилған. чүнки русийә айропиланлири террорлуқ тәшкилати й п г ниң базисини хата һалда бомбардиман қилған. буниңдин бурунму өзиниң иттипақдиши бәшшар әсәд һакимийитиниң нуқтилирини бомбардиман қилған.

гезитниң хәвиридә билдүрүлишичә, корал, радар, айропилан, башқурулидиған бомба вә S-400 системилирини қариғу қилип қойалайдикән.

«һөррийәт гезити», «террорлуқ тәшкилати п к к йашларни елип қечип, адәм бомбиға айландуриду» сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

хәвәрдә, әнқәрәдә 29 адәм шеһит болған қанлиқ террорлуқ һуҗуминиң җинайәтчиси абдулбақи сөмәрниң дадисидин мәлумат елинғанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә, муса сөмәрниң оғлини тепиш үчүн төт қетим террорлуқ тәшкилати п к к ниң лагерлириға төт қетим барғанлиқи, террористларниң һәр қетимда оғлини йошурувелип, һечқандақ учурини бәрмигәнлики қәйт қилинди.

хәвәрдә йәнә, балилиқ йешида п к к террорчилири тәрипидин елип қечилған адәм бомбиниң 11 йилдин буйан лагерларда икәнлики вә лагерларда террорист қилип йетиштүрүлидиған нурғун балиларниң барлиқи әскәртилди.

«вәтән гезити», сакарйа вилайитиниң сәрдиван, сөгүтлү вә фәризли наһийәлиридә 400 метирдин 450 метирғичә болған чоңқурлуқта тәбиий газ байқалғанлиқини елан қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, тәбиий газ байқалған районларда бихәтәрлик тәдбирлири елинған болуп, алдимиздики күнләрдә запас миқдари җәһәттә мәлуматлар елан қилинидикән. сакарйа вилайитиниң валийси авни җош: «кәң даиридә тәкшүрүш хизмәтлири елип бериливатиду, тепилған тәбиий газлиқ дөлитимиз үчүн муһим енергийә мәнбәси болуп һесаблиниду» дегән.

«сабаһ гезити», сәһийә министири мәһмәт мүәззиноғлуниң һөкүмәт йолға қойған йәрлик дора вә йәрлик ваксина ишләпчиқиришни қоллаш сийаситиниң мевә беришкә башлиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди. мүәззиноғлу мундақ дегән:

«дифтәри, тенанос ваксиналирини ишләпчиқириватимиз. нөвәттә ‹һепатит а› ваксинасини ишләпчиқиримиз. түркийә ишләпчиқарған биотехникилиқ мәһсулатлар 100 милйард долларлиқ йошурун базар күчигә игә.»

«йеңи шәпәқ гезити» тәнтәрбийә сәһиписидә, бирләшмә мусабиқә башлинип 22 һәптә болғанда, трабзонспор командиси 2 гә қарши 1 нәтиҗә билән галатасарай командисиға уттуруп қойғанлиқини хәвәр қилди.

трабзонспор командиси салиһ дурсунниң реперға қизил карт көрсәткәндә тартилған фотограф бесилған майкини сетишқа чиқарған болуп, буниңдин қилинған киримни йаш реперларниң чәт әлләрдә тәрбийәлиниши үчүн мукапат пули қилип тарқитип беридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر