17.02.2016

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

434178
17.02.2016

сабаһ гезити «бир топ оқиға 367 һәрбий машина билән җавап қайтурди» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «түркийә армийәси террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийәдики чомақчиси болған й п г ға қақшатқуч зәрбә бәрди. шәнбә әтигәндә түркийә земиниға сүрийә тәрәптин топ оқи етилишиға қарита чегра бихәтәрликини қоғдаш вә түркийәниң бу ишқа тутқан позитсийәсини билдүрүп қойуш үчүн, түркийә армийәси ‹боран-чапқун›машинилири билән 261 қетим қайтурма зәрбә бәрди. икки күндә 90 п й г базиси топқа тутулди. түркийәниң қәтийликини намайән қилидиған бу қайтурма һуҗум нәтиҗисидә 4 күндә 150 террорчи өлтүрүлди.»

һабәр түрк гезити «чегрида 10да 1 пилани вә бихәтәр районда лагер бәрпа қилиш » сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди: « түркийә террорлуқ тәшкилати п й д ниң қораллиқ қанити болған й п г ниң русийә билән америкиниң қоллиши астида һәрикәт қилиши, русийәниң бомбардимани вә саниниң 500,600 миңға йетиши мөлчәрләнгән көчмән долқуниға қарши тәдбирләр болуп барлиқ кирзис вә мәсилиләргә мәркәзләшти. й п г түркийә тәрәпкә қарап илгирилгән тәқдирдә, түркийә чегриға кәлгән һәр 10 мусапирдин бирини қобул қилиду. қалғанлар үчүн сүрийә тәрәптики бихәтәр районларда лагерлар бәрпа қилишни пиланлимақта.»

ситар гезити «сурда ахирқи 100 метир» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди: «дийарбакирниң сур наһийәсидә елип бериливатқан һәрбий һәрикәтләрдә түнүгүн йәнә 1 террорчи өлтүрүлди. наһийәдә һәрбий һәрикәтләр елип берилған күндин башлап һазирғичә өлтүрүлгән террорчи сани 204кә йәтти. ширнакниң җизрә наһийәсидин кейин сурдики һәрбий һәрикәтләрму ахирқи басқучқа кәлди, наһийәдики террорчиларни 100 метирлиқ йәргичә қистап кәлгән әскәрләр, ширнак идилниму террорчилардин тазилашқа тәййарланмақта. һәрбий һәрикәттин бурун наһийәдә кочиға чиқиш чәкләнди.»

ватан гезити «түркийә қой қатарлиқ малларда йавропада бирични болди » сәрләвһилик хәвиридә мунуларни нәқил қилди: «2015-йили декабирниң ахиридин башлап кала қатарлиқ һайванларниң сани 14 милйон 128 миң туйаққа, қой қатарлиқ һайванларниң сани 41 милйон 924 миң туйаққа,буларниң ичидә қой сани 31 милйон 508 туйаққа, өчкән сани 10 милйон 416 миң туйаққа йәтти. түркийә чоң һайван санида 2015-йилида йавропа бойичә фирансийәдин қалса иккинчи болди. фирансийә 19 милйон туйақ биринчи қатардин орун алди. түркийәдин қалса әнглийә, испанийә вә гиретсийә келиду.»

һүррийәт гезити «анталйаға йавропадин бивастә айропилан қатнайду» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «түрк һава йоллири ширкити баш дириктори тәмәл котил, узун йиллардин буйан йавропадин анталйаға бивастә айропилан қатнашни күтүватқан сайаһәтчиләргә хушхәвәр бәрди. котил мундақ деди: бивастә айропилан сәпәрлири алди билән йавропаниң шималидики дөләтләрдин башлиниду. норвегийә билән филандийәгә охшаш дөләтләрдин көп қетим тәләп кәлди. бу йазғичә айропилан сәпәрлирини бекитип болимиз. германийәгә охшаш нурғун сайаһәтчи келидиған дөләтләрдин анталйаға бивастә айропилан сәпәрлири орунлаштурмаймиз. хизмәтлиримиз тез сүрәттә давамлашмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر