25.01.2016

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

424539
25.01.2016
10-11/Files\UploadedImages\89f49ee93d994f6f92fb8fa1ad58b073_basın.jpg
йеңи шәпәқ гезити «п й д билән п к к охшаш» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди: «америкиниң муавин пиризеденти җо байдин билән баш министир әһмәт давутоғлу террорлуқ тәшкилатлири үстидә көпрәк тохталди. давутоғлу п к к билән п й д ниң охшаш икәнликини, һәр икки тәшкилатниң бир мәркәздин башқурулидиғанлиқини әскәртип өтти. давутоғлу америкиниң даешқа қарши ишлитиш үчүн п й д ға бәргән қорал-йарағларниң п к к ниң қолиға чүшидиғанлиқини, п к к ниң америкидин кәлгән қоралларниң учини түркийәгә қаритиватқанлиқлирини дәлил-испатлар билән чүшәндүрди. ахири қетим америкилиқларниң п й д ға бәргән бир учқучисиз айропилани силопидә қолға чүшүрүлгәниди.»
ситар гезити «җәнвә йиғинидин илгири нишан түркмәндағи» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:«сүрийәдики байирбуҗак түркмәнлири әсәд қисимлири, русийә, иран милитанлири вә террорчиларниң һуҗумлири сәвәбидин қийин күнләрни баштин кәчүрмәктә. түркмән тағидики бир нәччә түркмән йезиси әсәд қисимлириниң қолиға чүшүп кәтти. икки айдин буйан әсәд һакимийитигә қаршилиқ көрситип келиватқан түркмәнләр 5әсирдин буйан макан тутуп келиватқан йуртидин айрилип қалған болса, путинға ақ деңизға баридиған каридорниң йоли ечилди.»
сабаһ гезити «йавропа иттипақи: терроризмға тутқан позитсийәмиз тутруқсиз болмаслиқи лазим»сәрләвһилик хәвиридә оқурмәнлириниң диққитигә мунуларни сунди: «йавропа иттипақиниң қанун түзүш оргини болған йавропа парламентиниң фирансийәниң страсбург шәһиридики омумий кеңәш йиғинлири ахирлашти. йавропа парламенти йавропа үчүн либераллар вә демократлар уйушмиси гурупписи парламент әзаси александер гираф ламсдорф, п к к ниң қипқизил террорлуқ тәшкилати икәнликини әскәрткән болса, йавропа парламенти түркийә доклатчиси, сотсийалистлар вә демократлар уйушмиси голландийә парламент әзаси кати пири болса мусапирлар мәсилисидә түркийәниң көрсәткән тиришчанлиқлириниң толиму кечикип һес қилинғанлиқини ейтти.»
һүррийәт гезити «айлан бовақниң сүрити World Press Photoқа намзат болди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни әскәртти: «йавропада чиқидиған Foto Magazin журнили дунйани зилзилигә салған айлан бовақниң рәсиминиң дунйа мәтбуати фото-сүрәтлири вәхписи тәрипидин уйуштурулған йилниң мәтбуат фото-сүрити мусабиқисидә намзатлиққа көрситилгәнликини йазди. журналниң мәсули торстен һөг бир мақалисидә сүрийәлик көчмән айланниң бодрум саһиллиригә чиқип қалған җансиз бәдининиң фото-сүритигә йилниң фото-сүрити дәп баһа бәрди.»
ватан гезити «иранлиқлар түрк башқурғучиларға қизиқиватиду» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «иранда түрк башқурғучиларниң базири чиқип кәтти. иранда ембарголар бикар қилинғандин кейин, түрк башқурғучилар иран билән мәдәнийәт җәһәттики охшашлиқи сәвәбидин қизғин алқишқа еришмәктә. бу йил 200 түрк башқурғучи қошна дөләт иранға берип хизмәт қилиши тәхмин қилинмақта. иранда түрк башқурғучилар қурулуш-бинакарлиқ, енергийә, телеграф, учур-алақә технологийиси вә машинисазлиқ саһәсидә хизмәт қилиш еһтимали әң йуқири.иранда түркләргә болған қизиқиш барғанчә күчәймәктә. иран хәлқи түрк көп қисимлиқ телевизийә тийатирлири билән путбол мусабиқилириға толиму қизиқиду.»


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر