әзәрбәйҗан түркийәгә тәзийә билдүрди

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һасанов бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к ниң ирақниң шималидики һуҗумида шеһит болған түркийә әскәрлири үчүн, дөләт мудапиә министири йашар гүләргә тәзийә телеграммиси йоллиди.

2080019
әзәрбәйҗан түркийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: министир һасанов түркийә армийәси әскәрлириниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиниң ирақниң шималидики хаинларчә һуҗумида шеһит болғанлиқи вә йариланғанлиқидин хәвәр тепип, қаттиқ қайғурғанлиқини билдүрди.

түркийәниң азабиниң әзәрбәйҗанниң азаби икәнликини билдүргән һасанов: «биз һәр хил террорлуқни қаттиқ әйибләймиз. терроризмға қарши күрәштә һәр даим қериндаш түркийә армийәсини қоллаймиз вә қоллашни давамлаштуримиз» деди.

у телеграммисида, шеһит болған әскәрләргә аллаһтин рәһим – шәпқәт тилиди, йариланған әскәрләрниң саламәтликиниң тезрәк әслигә келишигә тиләкдашлиқ билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر