әрменийәгә тәвә  тизгинәклик разведка апирати қолға чүшүрүлди

әзәрбәйҗан базилирини разведка қилиш үчүн учқан әрменийәгә тәвә   тизгинәклик апират қолға чүшүрүлди.

2038316
әрменийәгә тәвә  тизгинәклик разведка апирати қолға чүшүрүлди

түркийә авази радйоси хәвири: әрменийә әзәрбәйҗан чеграсидики иғвагәрчиликлирини давамлаштурмақта.

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, әрменийә қораллиқ қисимлириға тәвә тизгинәклик апиратниң әзәрбәйҗан армийәси базилирини разведка қилиш җәрйанида қолға чүшүрүлгәнлики билдүрүлди.

байанатта, «пашали наһийәсигә қарашлиқ султанбәй олтурақ райони йөнилишидин қойуп берилгән әрменийә қораллиқ қисим қисимлириға тәвә тизгинәклик апират, әзәрбәйҗан армийәсигә тәвә наһчиван аптоном райони шаһбуз наһийәсигә қарашлиқ олтурақ район йөнилишидики һәрбий истиһкамларни разведка қилишқа урунди» дейилди.

министирлиқниң байанатида, әзәрбәйҗан һава мудапиә қисимлири байқиған төт часа тизгинәклик апиратниң алаһидә техникилиқ қораллар билән етип чүшүрүлүп, бир тәрәп қилинғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر