түркийә уруш парахотлири шималий қибрис түрк җумһурийити  портлирини зийарәт қилиду

түркийә уруш парахотлири 30-авғуст зәпәр байрими вә түркийә қораллиқ қисимлири байрими мунасивити билән шималий қибрис түрк җумһурийитигә қарашлиқ ғазимағуша вә гирнә шәһәрлириниң портлирини зийарәт қилиду.

2029720
түркийә уруш парахотлири шималий қибрис түрк җумһурийити  портлирини зийарәт қилиду

түркийә авази радйоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити бихәтәрлик қисимлири қоманданлиқ иштаби тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, түркийә қораллиқ қисимлири бандирма уруш парахотииниң ғазимағуша портини вә түркийә қораллиқ қисимлири бартин уруш парахотииниң болса, гирнә портини зийарәт қилидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, «2023-йили 30-авғуст саәт 10.00 дин 17.00 гичә болған арилиқта түркийә қораллиқ қисимлири бандирма уруш парахоти (F-502) ғазимағуша портида, түркийә қораллиқ қисимлири бартин уруш парахоти (F-504), гирнә портида хәлқниң зийаритигә ечиветилиду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر