түркийә уруш парахотлири 19-майда  шималий қибрис түрк җумһурийитиниң портлирини зийарәт қилиду

түркийә уруш парахотлири 19-май ататүркни хатириләш, йашлар вә тәнтәрбийә байрими  паалийити даирисидә  шималий қибрис түрк җумһурийитиниң портлирини зийарәт қилиду.

1988131
түркийә уруш парахотлири 19-майда  шималий қибрис түрк җумһурийитиниң портлирини зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити бихәтәрлик қисимлири қоманданлиқ иштаби(GKK)  ниң ахбарат ишханиси тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, түркийә деңиз армийәси қоманданлиқ иштабиға тәвә  уруш парахтлиридин «TCG İmbat » вә «TCG Bozcaada» ниң 19 - майда шималий қибрис түрк җумһурийитдә амминиң зийаритигә ечиветилидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, 19-май ататүркни хатириләш, йашлар вә тәнтәрбийә байрими паалийити даирисидә өткүзүлидиған программида, «TCG İmbatP-335» торпедо парахотиниң гирнә сайаһәт портида вә «(F-500)TCG Bozcaada» корвет парахотиниң ғази осман паша портида җүмә күни әтигән саәт 10:00 дин чүштин кейин саәт 17:00 гичә зийарәткә очуқ болидиғанлиқи билдүрүлди.


 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر