әзәрбәйҗан америкада өткүзүлгән әзәрбәйҗан - әрменийә сөһбәтлири һәққидә байанат елан қилди

әзәрбәйҗан әрменийә билән «тинчлиқ вә дөләтләр ара мунасивәт орнитиш икки тәрәплик келишими» ниң бәзи маддилирида бирдәклик һасил қилинғанлиқини елан қилди.

1982953
әзәрбәйҗан америкада өткүзүлгән әзәрбәйҗан - әрменийә сөһбәтлири һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи, әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов вә әрменийә ташқи ишлар министири арарат мирзойан башчилиқидики икки дөләт вәкилләр өмикиниң  1 – марттин 4 – мартқичә америка ташқи ишлар министири антони блинкенниң саһибханлиқида вашингтонда өткүзгән сөһбәтлири һәққидә йазма байанат елан қилди.

байанатта: «министирлар вә уларниң һәмраһлиқидики өмәк әзалири <тинчлиқ вә дөләтләр ара мунасивәт орнитиш икки тәрәплик келишим> лайиһәсиниң бәзи маддилирида бирдәклик һасил қилған болсиму, әмма тәрәпләр йәнила бир қисим муһим мәсилиләрдики мәйданиниң охшимайдиғанлиқини етирап қилди» дегән ибариләргә орун берилди.

сөһбәткә саһибханлиқ қилған америка қошма иштатлириға миннәтдарлиқ билдүрүлгән байанатта, тәрәпләрниң сөһбәтләрни давамлаштурушни қарар қилғанлиқиға ишаәт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر