мустафа шәнтоп түрк дөләтлири билән иттипақлиқ вә һәмкарлиқ ирадисини җәзмләштүргәнликини йтти

түркийә бүйүк милләт мәҗлис (парламенти)  башлиқи мустафа шәнтоп түрк дөләтлири болуш сүпити билән, иттипақлиқ вә һәмкарлиқ арқилиқ йолни давамлаштуруш ирадисини җәзмләштүргәнликини йтти

1981038
мустафа шәнтоп түрк дөләтлири билән иттипақлиқ вә һәмкарлиқ ирадисини җәзмләштүргәнликини йтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә бүйүк милләт мәҗлис (парламенти)  башлиқи мустафа шәнтоп әзәрбәйҗан парламенти башлиқи саһибҗамал ғафарова, қирғизистан парламенти башлиқи нурланбек шакийев вә қазақистан парламенти башлиқи йерлан кошанов билән 12 – нөвәтлик түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр парламентлар бирлики (TÜRKPA) ниң омумий кеңәш йиғинидин кейин ахбарат елан қилиш йиғини чақирди.

 мустафа шәнтоп түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр парламентлар бирлики омумий кеңишиниң мувәппәқийәтлик тамамланғанлиқини билдүрүп, «әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан вә түркийә болуш сүпиитмиз билән биз маңған бу қутлуқ йолда,  мана бүгүн венгирийә, түркмәнистан, шималий қибрис түрк җумһурийити вә өзбекистанниң парламент рәислири шундақла  вәкиллири билән бир йәргә җәм болмақтимиз» деди.

мустафа шәнтоп омумий кеңәш йиғинида мустәқил түрк дөләтлири парламентлири оттурисидики мунасивәтләргә йөнилиш бәлгиләш вә түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр парламентар бирлики (TÜRKPA)  ниң хизмәтлирини илгири сүрүш үчүн һәр хил баһалашларда болғанлиқлирини һәмдә қарарларни мақуллиғанлиқини тилға елип, һәм дунйа дуч кәлгән хәвпләрни, һәм мустәқил түрк дөләтлириниң район характерлиқ вә хәлқаралиқ тинчлиқи вә муқимлиқиға қошидиған төһпилирини музакириләшкәнликини ейтти.

мустафа шәнтоп мустәқил түрк дөләтлири парламентлири ара мунасивәтләр вә парламент әзалири дипломатийәсиниң муһимлиқини тилға елип, «ортақ келәчикимизгә қарап йол йүриш шундақла иттипақлиқ вә һәмкарлиқ билән йолимизни давамлаштуруш ирадимизни җәзмләштүрдуқ» деди.

мустафа шәнтоп әзәрбәйҗанниң рәһбәрликидә башланған тәрәпсизләр һәрикити парламент әзалири ториниң түркий тилида сөзлишидиған дөләтләр парламентлар бирлики (TÜRKPA) ға күзәткүчи әза болуши һәмдә  <TÜRKPA> ниңму бу торға күзәткүчи сүпитидә әзалиққа илтимас сунуши тоғрисида қарар мақоллиғанлиқини билдүрүп, әң муһим илгириләшләрниң бирси؛ шималий қибрис түрк җумһурийитиниң күзәткүчи әза болишиниң рәсмий қарар қилинғанлиқи болғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر