әзәрбәйҗан билән боснийә-гертсеговина оттурисида һәмкарлиқ келишими имзаланди

әзәрбәйҗан билән боснийә-гертсеговина оттурисида «тәбиий вә башқа апәтләрдин қоғдиниш саһәси бойичә һәмкарлиқ келишими» имзаланди.

1973384
әзәрбәйҗан билән боснийә-гертсеговина оттурисида һәмкарлиқ келишими имзаланди

түркийә авази радйоси хәвири: боснийә-гертсеговина бихәтәрлик министири ненад несич учришишларда болуш үчүн әзәрбәйҗанға йетип барди вә әзәрбәйҗанда җиддий әһваллар министири камаләддин һәйдаров билән көрүшти.

учришишитин кейин, несич билән һәйдаров икки дөләт оттурисида «тәбиий вә башқа апәтләрдин қоғдиниш саһәси бойичә һәмкарлиқ келишими» имзалиди.

несич учришишлири даирисидә, мәрһум пирезидент һәйдәр әлийевниң қәбрисини вә 20-йанвар шеһитлири дәпнә қилинған қәбристанлиқни зийарәт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر