әзәрбәйҗан иранға дипломатик нота тапшурди

әзәрбәйҗан әрменийә нопуси зич йашайдиған вә русийә қисимлири вақитлиқ орунлашқан районға 14 иран пуқрасиниң қанунсиз йоллар билән киргәнликигә даир хәвәрләрни тәкшүрүш үчүн иранға дипломатик нота тапшурди.

1914321
әзәрбәйҗан иранға дипломатик нота тапшурди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси айхан һаҗизадә йазма байанатида, чәтәлликләрниң әзәрбәйҗан зийарәтлири дөләтниң қанунида бекитилгән қаидиләргә, игилик һоқуқиға вә земин пүтүнлүки принсиплириға уйғун елип берилиши керәкликини тәкитлиди.

байанатчи айхан һаҗизадә әрменийә нопуси зич йашайдиған вә русийә қисимлири вақитлиқ орунлашқан районға 14 иран пуқрасиниң қанунсиз йоллар билән киргәнлики тоғрисидики хәвәрләр үстидә тохтилип, «иран пуқралириниң земинимизға қанунсиз киргәнликигә даир мәлуматларни айдиңлаштүрүш мәқситидә иранниң бакуда турушлуқ баш әлчиханисиға нота тапшурулди. қарши тәрәпниң җавабини күтмәктимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر