тоқайев қазақистанда чарлез мишелни күтүвалди

йавропа кеңиши рәиси чарлез мишел қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев билән көрүшти.

1898598
тоқайев қазақистанда чарлез мишелни күтүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пирезидентлиқ мәһкимиси байанат елан қилип, пирезидент қасим җөмәрт тоқайевниң пайтәхт астанәдә рәсмий зийарәттә болуватқан чарлез мишелни ақорда пирезидентлиқ мәһкимисидә күтүвалғанлиқини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, пирезидент тоқайев билән мишел йешил иқтисад, қатнаш, әшйа обороти мәсилиси, енергийә вә йемәклик бихәтәрлики мәсилиси һәмдә оттура асийа-йавропа оттурисидики өзара тәсирни чоңқурлаштуруш тоғрисида пикир алмаштурған.

учришиштин кейин елан қилинған бирләшмә байанатта, тәрәпләрниң қазақистан билән йавропа иттипақиниң көп тәрәплимилик һәмкарлиқни, болупму килимат өзгириши, су байлиқи вә кишилик һоқуқ қатарлиқ саһәләрдики һәмкарлиқини техиму күчәйтиш, чоңқурлаштуруш вә кеңәйтиш шундақла йавропа ширкәтлириниң қазақистанға йүзлиниши қатарлиқ мәсилиләрдә бирдәклик һасил қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта йәнә, тоқайев билән мишелниң, йавропа билән оттура асийа оттурисидики йеңи хәлқаралиқ қатнаш каридорини кеңәйтишниң муһимлиқини тәкитлигәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر