қазақистанда 20 - нойабирда муддәттин бурун пирезидентлиқ сайлими өткүзүлидиған болди

қазақистан пирезиденти қасим җомәрт тоқайев қазақистанда муддәттин бурунқи пирезидентлиқ сайлиминиң 20 – нойабирда өткүзүлишигә даир қарарнамиға имза қойди.

1882876
қазақистанда 20 - нойабирда муддәттин бурун пирезидентлиқ сайлими өткүзүлидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: тоқайев имзадин кейин йазма байанат елан қилип, 6-айда өткүзүлгән асасий қанун реферандуми даирисидә, сийасий, иҗтимаий вә иқтисадий саһәдә елип берилған ислаһатлар үстидә тохталди.

тоқайев: «хәлқимиз сийасий түзүлмини өзгәртиш пиланимизниң муһимлиқини обдан чүшиниду» деди.

тоқайев асасий қанунниң тәқәззаси бойичә муддәттин бурунқи пирезидентлиқ сайлиминиң 2022-йили 20 - нойабирда өткүзүш қарарнамисиға имза қойғанлиқини билдүрүп, «бу сайлам дөләтниң пүткүл сийасий түзүмини түптин өзгәртидиған җәрйанниң башлиниши болиду» деди.

бу сайлам арқилиқ дөләттики иқтисад вә җамаәт параванлиқи саһәсидә узун муддәтлик вәзипиләрниң орундилишиға пурсәт йаритилидиғанлиқини тәкитлигән тоқайев: «пат йеқинда сайламдин бурунқи нишанимни елан қилимән. мән һазирқи президент болуш сүпитим билән сайлам мусаписиниң адил, очуқ –ашкара, йәрлик вә чәтәллик күзәткүчиләрниң кәң қатнишиши билән қанунға қаттиқ риайә қилинған асаста өткүзүлишигә капаләтлик қилимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر