әрменийә қисимлири әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға һуҗум қилди

әрменийә қисимлири әзәрбәйҗанниң кәлбәҗәр вә лачин йөнилишидики һәрбий нуқтилириға һуҗум қилди.

1876823
әрменийә қисимлири әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «6 – сентәбир күни шу җай вақти чүштин кейин саәт 7:50 – 1:20 арилиқида,  басаргәчәргә қарашлиқ үстүн шорҗа вә нораван олтурақ районлири йөнилишидики һәрбий нуқтилар, армийәгә қарашлиқ кәлбәҗәр наһийәси вә лачин наһийәсигә қарашлиқ әһмәди олтурақ районлириға аит һәрбий нуқтилар, арилап – арилап әрменийә қораллиқ қисимлириниң һуҗумиға учриди.»

байанатта, әзәрбәйҗан армийәсиниңму әрменийә қисимлириға тегишлик җаваб қайтурғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر