әрменийә әзәрбәйҗанниң һәрбий нуқтилирини оққа тутти

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи йеқинқи 24 саәт ичидә әрменийә қисимлириниң әзәрбәйҗан армийәсиниң һәрбий нуқтилирини уда 12 қетим оққа тутқанлиқини уқтурди.

1864342
әрменийә әзәрбәйҗанниң һәрбий нуқтилирини оққа тутти

түркийә авази радийоси хәвири: министирлиқ тәрипидин елан қилинған байанатта, чегра линийәлиридики кәлбәҗәр вә лачин вилайәтлири йөнишлиридики әзәрбәйҗан армийәси һәрбий нуқтилириниң, басаргәчәр вилайитиниң нәриманли вә зәркәнт олтурақ районлирида турушлуқ әрменийә һәрбий нуқтилиридин уда 3 қетим оққа тутулғанлиқи әскәртилди.

байанатта, русийә қисимлири вақитлиқ орунлашқан әзәрбәйҗан земинлиридики қанунсиз әрменийә қораллиқ гуруппилириниң, әзәрбәйҗан армийәсиниң ағдам, хоҗавәнд вә хоҗали вилайәтлири йөнилишлиридики һәрбий нуқтилирини уда 9 қетим оққа тутқанлиқи қәйт қилинди.

әзәрбәйҗан армийәсидә һәрбий хадимлар вә үскүниләрниң зийанға учримиғанлиқи әскәртилгән байанатта, әзәрбәйҗан қисимлириниң  әрменийә күчлиригә тегишлик җаваб қайтурғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر