түркийә-әзәрбәйҗан-қазақистан ташқи ишлар министирлири вә қатнаш министирлири йиғини ечилди

түркийә ташқи ишлар министири чавушоғлу, әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири байрамов вә қазақистан ташқи ишлар министири тиләвбәрди билән бакуда түркийә-әзәрбәйҗан-қазақистан ташқи ишлар министирлири һәмдә қатнаш министирлири йиғиниға қатнашти.

1848736
түркийә-әзәрбәйҗан-қазақистан ташқи ишлар министирлири вә қатнаш министирлири йиғини ечилди

түркийә авази радийоси хәвири:түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу украина-русийә уруши сәвәбидин ашлиқ бесилған парахотларниң портлардин чиқишиға рухсәт қилиниши үстидә тохтилип: «сиҗиллиққа игә вә бихәтәр қатнаш линйәлириниң қанчилик муһим икәнликини бу киризиста йәнә бир қетим көрдуқ» деди.

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйһун байрамов вә қазақистан ташқи ишлар министири мухтар тиләвбәрди билән пайтәхт бакуда ечилған түркийә-әзәрбәйҗан-қазақистан ташқи ишлар министирлири һәмдә қатнаш министирлири йиғинидин кейин, ортақ ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилди.

у үч тәрәп йиғинниң тунҗи қетим өткүзүлгәнликини, учришишта қатнаш темилиридин башқа, район мәсилилириниңму музакирә қилинғанлиқини билдүрди.

у украина-русийә уруши сәвәбидин оттуриға чиққан ашлиқ содиси мәсилилири үстидә тохтилип: «б д т билән мәсилиләрни һәл қилиш үчүн зор тиришчанлиқ көрситиватимиз. сиҗиллиққа игә вә бихәтәр қатнаш линйәлириниң қанчилик муһим икәнликини йәнә бир қетим көрдуқ. бу сәвәбтин дөләт ичидики вә райондики иқтидаримизни ашуруш үчүн муһим мәбләғләрни салдуқ вә селиватимиз. баку-тиблис-карс төмүр йоли, баку-тиблис-җәйһан туруба линйәси вә танапқа охшаш пилан-лайиһәләр районимизниң чеһрисини өзгәртти» деди.

у түркийәниң әзәрбәйҗан-әрменийә оттурисидики мусапини қоллиғанлиқини әскәртип: «әзәрбәйҗанниң ғәрбий районлири билән нәһчиванни туташтуридиған зәнгәзур каридорини қоллаймиз, каридорниң балдуррақ қатнашқа ечилишини күтимиз» деди.

бу қетимқи түркийә-әзәрбәйҗан-қазақистан ташқи ишлар министирлири вә қатнаш министирлириниң тунҗи йиғинида, һазар деңизи билән шәрқ-ғәрб оттура каридориниң йошурун күчини тәрәққий қилдуруш мәсилиси музакирә қилинди.

мәвлүт чавушоғлу, җәйһун байрамов вә мухтар тиләвбәрди үч дөләт һәйитиниң йиғинидин кейин, баку хитабнамәсини имзалиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر