18-қетимлиқ сүрийә учришишлири ахирлашти

қазақистан пайтәхти нурсултанда сүрийә мәсилисини һәл қилиш үчүн өткүзүлүватқан учришишларниң 18-қетимлиқи, елан қилинған ортақ хитабнамә билән ахирлашти.

1844479
18-қетимлиқ сүрийә учришишлири ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пайтәхти нурсултанда өткүзүлгән 18-қетимлиқ сүрийә учришишлири ахирлашти.

хитабнамәдә, сүрийәлик мусапирларниң йурт-маканлириға қайтиши үчүн тәййарлинидиған шәрт-шараитлар мәсилисиниң, учришишниң асасий күнтәртипи болғанлиқи билдүрүлди.

хитабнамәдә мундақ дейилди:

«сүрийәниң сийасий вә земин пүтүнлүкигә мунасивәтлик берилгән чин вәдиләр, астана мусаписиниң сүрийә мәсилисиниң тинчлиқ билән һәл қилинишида ойнайдиған асасий роли тәкитләнди.»

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң сүрийә учришишлири һәққидә елан қилған байанатида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|й п г ға қарши күрәш вә дөләт чегралирини қоғдаштики қәтий ирадиниң давамлишидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر