әрменийә әскәрлири әзәрбәйҗан һәрбий нуқтлириға оқ чиқарди

әзәрбәйҗан әрменийә әскәрлириниң икки дөләт чегра линийәсиниң кәлбәҗәр вә товуз вилайәтлири йөнилишидики әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириға оқ чиқарғанлиқини билдүрди.

1836197
әрменийә әскәрлири әзәрбәйҗан һәрбий нуқтлириға оқ чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, 31 – май кәч тәрәпләрдин 1 – ийун йерим кечигичә товуз вилайитиниң ағдам, кәлбәҗәр вилайитиниң зәйлик йезилири йөнилишидә әзәрбәйҗан һәрбий нуқтилириниң әрменийә қисимлири тәрипидин һуҗумға учриғанлиқи, әзәрбәйҗан армийәсиниңму һуҗумларға тегишлик җаваб қайтурғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر