қарабағда норуз гүлханиға от йеқилди

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев әрменйәниң ишғалийити астидин азад қилинған қарабағниң сукавушанда норуз гүлханиға от йақти.

1798888
қарабағда норуз гүлханиға от йеқилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев қарабағда норуз гүлханиға от йақти.

у қарабағда тарихий ғәлбиниң арқисидин иккинчи қетим  норузни тәбриклигәнликлирини билдүрүп, 2020-йили уруш қилип, қан төкүп вә шеһитларни берип, әрменийәниң ишғалийити астидин азад қилған қарабағқа мәңгүгә қайтип кәлгәнликлирини әскәртти.

у ишғалийәттин азад қилинған земинларда кәң көләмлик қурулуш лайиһәлирини башлиғанлиқлирини, әсли вәзипилириниң йурт-маканлиридин қоғлап чиқирилған пуқраларниң балдуррақ ана вәтинигә қайтишини капаләткә игә қилиш икәнликини қәйт қилди.

у әзәрбәйҗанниң күчлүк икәнликини вә барлиқ ишларни қилишқа қадир икәнликини тәкитләп: «биз қарабағқа вә шәрқий зәнгәзурға әбәдийликкә қайттуқ. биз бу йәрдә, тарихий земинлиримизда әбәдий йашаймиз» деди.

у қарабағниң тәбиий вә тарихий гүзәлликләргә игә икәнликини билдүрүп: «барлиқ бу гүзәлликләргә гүзәллик қошимиз. әзәрбәйҗанлиқлар бу йәрдә раһәт, хатирҗәмлик, тинчлиқ вә бихәтәрлик ичидә йашайду. әзәрбәйҗан дөлити вә армийәси, тинчлиқ вә бихәтәрликниң капалитидур. қәдирлик хәлқимниң норуз тәбриклирини ишғалийәттин азад қилинған қарабағқа йәткүзгәнликидин хушаллиқ һес қилимән. бундин кейин, әзәрбәйҗанниң тез тәрәққий қилиши үчүн қолумдин келидиғанниң әң йахшисини қилишни давамлаштуримән. қарабағ мәңгү әзәрбәйҗанниң» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر