әзәрбәйҗан һәрбий мәктипиниң пирограммиси түркийәниңки билән маслаштурулди

әзәрбәйҗан алий һәрбий мәктипиниң пирограммиси түркийә җумһурийити дөләт мудапиә университетида оқутулуватқан пирограмма билән маслаштурулди.

1761938
әзәрбәйҗан һәрбий мәктипиниң пирограммиси түркийәниңки билән маслаштурулди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири пешқәдәм генерал закир һәсәнов,  мәрһум пирезидент һәрдәр әлийевниң исми билән аталған пайтәхт бакудики әзәрбәйҗан алий һәрбий мәктипини зийарәт қилип, оқутқучи - оқуғучилар билән бир йәргә җәм болди, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, (әрменийәниң 30 йиллиқ ишғалийитигә қарши 2020-йили 27-сентәбирдин 9-нойабирғичә давамлашқан)    2-қарабағ урушида мислисиз зәпәрниң қолға кәлтүрүлүшидә, қериндаш дөләт түркийәниң мәниви вә сийасий җәһәттики қоллишиниң моһим рол ойниғанлиқини тәкитлиди.

у, армийәдә елип бериливатқан ислаһат тоғрилиқму тохтилип мундақ деди: «әзәрбәйҗан алий һәрбий мәктипиниң пирограммиси түркийә җумһурийити дөләт мудапиә университетида оқутулуватқан пирограмма билән маслаштурулди, бу әзәрбәйҗан армийәсидики кәспий офитсерларни тәрбийиләштә ташланған муһим қәдәмләрниң бири һесаблиниду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر