әлийев әрменийәни тәнқид қилди

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев қарабағда уруш тохтитиш келишимигә хитаблиқ қилған әрменийәни тәнқид қилди.

1762130
әлийев әрменийәни тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әлийев, әзәрбәйҗан таратқулириға бәргән байанатида, йеқиндин буйан һуҗумлири көпийип кәткән ериван һөкүмитини қаттиқ тәнқид қилип мундақ деди: «әрмәнләр <пурсәтлиримиз көпәйди йаки қәйәрдин болмисун қоллашқа еришәләймиз> дәп ойлиши мумкин, әмма улар шуни унтуп қалмаслиқи керәкки,  2-қарабағ урушидикигә охшаш, ким уларға йардәм қилса қилсун, биз немини халисақ шуниңға еришимиз, һечким бизгә тосалғу  болалмайду.»

районда нормаллишиш тиришчанлиқлири тоғрилиқму тохталған әлийев, 3+3 форматсийәсидики тунҗи учришишниң тонушуш йиғиниға охшаш өткәнликини әскәртиш билән бир вақитта, 2 – қетимлиқ учришиштин етибарән учур - алақә йоллири үстидә музакирә .елип берилишини күтүватқанлиқлирини, ериван һөкүмитиниң бу һәмкарлиқтин бәһриман болуш үчүн дәлил – испатсиз дәвалардин ваз кечиши лазимлиқини тәкитләп мундақ деди: «һәмкарлиқтин барлиқ дөләтләрниң бәһримән болидиғанлиқи һәммигә айан. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, әрменийә әзәрбәйҗан, түркийә вә исламға дүшмәнлик қилиш позитсийәдин ваз кечиши керәк, шундақ қилғандила андин әрменийәму бу һәмкарлиқтин бәһримән болалайду.»

у, журналистларниң йавропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати миниск гурупписиниң буниңдин кейинки  паалийити  тоғрисидики соалиға йумурлуқ җаваб берип мундақ деди: «мениңчә улар һазир бу қетим тәбрикләш паалийитигә тәййарлиқ қилмақта.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر