қазақистанда армийәгә «тәййар туруш пәрмани» чүшүрүлди

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев дөләттики намайишлар сәвәбидин барлиқ армийә қисимлириға «тәййар туруш пәрмани» чүшүрди.

1758149
қазақистанда армийәгә «тәййар туруш пәрмани» чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев дөләттики намайишлар сәвәбидин барлиқ армийә қисимлириға «тәййар туруш пәрмани» чүшүрди.

қазақистан пирезидентлиқ мәһкимисиниң байанатиға асасланғанда, қасим җөмәрт тоқайев йүз бәргән вәқәләр сәвәбини ениқлаш, барлиқ җавабкарларни җазаға тартиш вә мәмурий чарә көрүш үчүн, баш тәптиш мәһкимиси, ички ишлар министирлиқи, дөләт хәвпсизлик комитети вә башқа мунасивәтлик идарә-органларниң мәсуллиридин тәшкилләнгән «мәхсус тәкшүрүш гурупписи» қурушни қарар қилған.

тоқайев армийә қисимлири, дөләт хәвпсизлик комитети, ички ишлар министирлиқи, миллий муһапизәтчиләр вә башқа қораллиқ қисимларға «тәййар туруш вә әскәрләрниң кәйпийатини йуқири көтүрүш үчүн тәдбир қоллиниш пәрмани» чүшүрүп, валий мәһкимилиридә җенидин айрилған  сақчи-әскәрләрниң аилилиригә маддий җәһәттин җәһәттин йардәм қилишни тәләп қилди.

у йәнә, диҗитал тәрәққийат, йеңилиқ йаритиш вә авийатсийә санаити билән ички ишлар министирлиқлириға, вәқәләрдә зийанкәшликкә учриған, йоқап кәткәнләргә мунасивәтлик мәлумат игәлләш мәқситидә «җиддий телефон» линйәси тәсис қилиш пәрманини чүшүрди.

бу пәйттә, алмута сақчи идарисиниң байанатчиси салтанат азирбек алмутада кечә чарлаш қисимлири билән намайишчилар оттурисида тоқунуш йүз бәргәнликини билдүрди.

байанатчи азирбек намайишчиларниң һөкүмәт вә сақчи биналирини игәлләшкә урунғанлиқини әскәртип: «онларчә һуҗумчи бир тәрәп қилинди. уларниң кимликлири ениқлиниватиду» деди.

у алмутада хәвпсизлик қисимлири һәрикиитниң давамлишиватқанлиқини вә пуқраларниң сиртқа чиқмаслиқ тоғрисида агаһландурулғанлиқини билдүрди.

қазақистанниң ғәрбидә 2-йанвар (2022) суйуқландурулған газ баһасиниң өстүрүлүши вә дөләттики иҗтимаий, иқтисадий вәзийәтниң начарлишип кәткәнликини сәвәб қилип башланған намайишлар, башқа җайларғиму кеңәйди.

кочилардики намайишларда, хәвпсизлик тармақлири билән намайишчилар оттурисида тоқунушлар йүз бәрди.

хәвпсизлик тармақлири сақчи вә һәрбий аптомобилларға от қойуп, һөкүмәт биналириға киргән намайишчиларни аваз бомбиси етип тарқатти.

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев партлиған намайишларға һөкүмәтниң мәсул икәнликини билдүрүп, һөкүмәтниң истепасини қобул қилди.

намайишларниң бәзи районларға кеңийиши билән, пайтәхт нурсултан, алмута шәһири вә мангистав иштатлирида җиддий һаләт елан қилинди.

арқидин узун өтмәй, җиддий һаләт қазақистанниң башқа районлиридиму елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر