қазақистан милләт кутупханисиға китаб тәқдим қилди

қазақистан 200 дин артуқ әдәбий әсәрни җумһур рәислик мәһкимисиниң милләт кутупханисиға тәқдим қилди. бу әдәбий әсәрләрниң ичидә қазақистан пирезиденти җөмәрт тоқайевниң әсириму бар.

1747536
қазақистан милләт кутупханисиға китаб тәқдим қилди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистанниң мустәқил болғанлиқиниң 30-йиллиқи даирисидә, қазақистандин түркийә җумһурийити җумһур рәислики мәһкимисинң милләт кутупханисиға 200 дин артуқ әдәбий әсәрни тәқдим қилиш мурасими әнқәрәдә өткүзүлди.

мурасимға, қазақистанниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси абзал сәпәрбәқули, қазақистан миллий академик кутупханисиниң башлиқи умутқан муналбаева вә түркийә җумһур рәислик мәһкимиси кутупханилар идарисиниң башлиқи айхан туғлу һәмдә нурғун тәклип қилинған меһманлар иштирак қилди.

қазақистан баш әлчиси абзал сәпәрбәқули мурасимда: «түркийә җумһур рәислик милләт кутупханисиға һәдийә қилинған китабларниң қазақистан вә түркийә оттурисидики әдәбий, шундақла инсаний мунасивәтләрниң күчийишигә, қазақ вә түрк иәлқлири оттурисидики қериндашлиқ мунасивитиниң техиму мустәһкәмлинишигә һәссә қошидиғанлиқиға ишинимән» деди.

қазақистан миллий академик кутупхана башлиқи умутқан муналбаева, мәзкур китабларни түркийәгә тәқдим қилишни өзлири үчүн муһим вәзипә сүпитидә көргәнликлирини әскәртип: «мәқситимиз вә үмидимиз, түркчә сөзлишидиған дөләтләрниң иттипақлиқи бузулмастин, қериндаш түрк хәлқлириниң әдәбийати вә мәдәнийити мәңгүлүк болсун»  деди.

рәһбәрләрниң сөзлиридин кейин, китаблар тәқдим қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر